12Қулаққа алтун һалқа, нәпис алтундин ясалған зиннәт буюми ярашқандәк, Ақиланиниң агаһландуруши көңүл қойғанниң қулиқиға яришар.
13Худди орма вақтидики томузда ичкән қар сүйидәк, Ишәшлик әлчи өзини әвәткүчиләргә шундақ болар; У ғоҗайинлириниң көкси-қарнини яшартар.
14Ямғури йоқ булут-шамал, Ялған соғатни вәдә қилип махтанғучиға охшаштур.
15Узунғичә сәвир-тақәт қилинса, һөкүмдарму қайил қилинар, Жумшақ тил сүйәкләрдинму өтәр.