1Төвәндә баян қилинидиғанлириму Сулайманниң пәнд-несиһәтлири; буларни Йәһуданиң падишаһи Һәзәкияниң ордисидикиләр көчүрүп хатирилигән: —
2Пәрвәрдигарниң улуқлуғи — Өзиниң қилған ишини ашкарилимиғинида; Падишаһларниң улуқлуғи — бир ишниң сирини йешәлигинидә.
3Әршниң егизлигини, Зиминниң чоңқурлуғини, Вә падишаһларниң көңлидикини мөлчәрләп билгили болмас.
4Авал күмүчниң поқи айрилип тавланса, Андин зәргәр нәпис бир қача ясап чиқар.
5Авал падишаһниң алдидики рәзил хизмәткарлири қоғливетилсә, Андин униң тәхти адаләт үстигә қурулар.