8Йегән бир жутум таамниму қусуветисән, Униңға қилған чирайлиқ сөзлириңму бекарға кәткән болиду.
9Ахмаққа йол көрситип салма, Чүнки у әқил сөзлириңни көзгә илмас.
10Қедимдә бекиткән йәрниң пасил ташлирини йөткимә, Житимларниң етизлириғиму аяқ басма;
11Чүнки уларниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиси интайин күчлүктур; У Өзи улар үчүн үстүңдин дәва қилар.
12Несиһәткә көңүл қой, Илим-билимләргә қулақ сал.
13Балаңға тәрбийә бериштин еринмә; Әгәр таяқ билән урсаң, у өлүп кәтмәйду;
14Сән уни таяқ билән урсаң, Бәлким уни тәһтисарадин қутқузивалисән.
15И оғлум, дана болсаң, Мениң қәлбим қанчә хуш болар еди!
16Ағзиңда орунлуқ сөзләр болса, ич-ичимдин шатлинимән.
17Гуна садир қилғучиларға рәшк қилма, Һәрдайим Пәрвәрдигардин әймиништә турғин;
18Шундақ қилғиниңда җәзмән көридиған яхши күнүң болиду, Арзу-үмүтүң бекарға кәтмәс.
19И оғлум, сөзүмгә қулақ селип дана бол, Қәлбиңни Худаниң йолиға башлиғин.
20Мәйхорларға арилашма, Нәпси яман гөшхорлар билән барди-кәлди қилма;