16Һекмәт йолидин езип кәткән киши, Әрваһларниң җамаити ичидикиләрдин болуп қалар.
17Тамашәға берилгән киши намрат қалар; Яғ чайнашқа, шарап ичишкә амрақ бейимас.
18Яман адәм һәққаний адәм үчүн гөрү пулиниң орнида қалар; Езилгән дурусларниң орниға ипласлар қалар.
19Соқушқақ вә териккәк аял билән ортақ турғандин, Чөл-баяванда ялғуз яшиған яхшидур.
20Ақиланиниң өйидә байлиқ бар, зәйтун май бар; Бирақ ахмақлар тапқинини уттурлуқ бузуп-чачар.
21Һәққанийәт, меһриванлиқни издигүчи адәм, Һаят, һәққанийәт вә иззәт-һөрмәткә еришәр.
22Дана киши күчлүкләр шәһириниң сепилиға ямишар, Уларниң таянчи болған қорғинини ғулитар.