Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 21

Пәнд-несиһәтләр 21:10-29

Help us?
Click on verse(s) to share them!
10Яман кишиниң көңли яманлиққила һерисмәндур; У йеқиниғиму шапаәт көрсәтмәс.
11Һакавурниң җазаға тартилиши, билимсизгә ибрәт болар; Дана киши қобул қилған несиһәтләрдин техиму көп билим алар.  
12Һәққаний Болғучи яманниң өйини көзләр; У һаман яманларни яманлиққа қоюп жиқитар.
13Мискинләрниң налисиға қулиқини йопутуп кари болмиғучи, Ахири өзи пәряд көтирәр, Бирақ һеч ким пәрва қилмас.
14Йошурун соғат ғәзәпни басар; Йәң ичидә берилгән пара қәһр-ғәзәпни пәсәйтәр.  
15Адаләтни беҗа кәлтүрүш һәққанийларниң хошаллиғидур, Бирақ яманлиқ қилғучиларға вәһимидур.
16Һекмәт йолидин езип кәткән киши, Әрваһларниң җамаити ичидикиләрдин болуп қалар.
17Тамашәға берилгән киши намрат қалар; Яғ чайнашқа, шарап ичишкә амрақ бейимас.
18Яман адәм һәққаний адәм үчүн гөрү пулиниң орнида қалар; Езилгән дурусларниң орниға ипласлар қалар.
19Соқушқақ вә териккәк аял билән ортақ турғандин, Чөл-баяванда ялғуз яшиған яхшидур.
20Ақиланиниң өйидә байлиқ бар, зәйтун май бар; Бирақ ахмақлар тапқинини уттурлуқ бузуп-чачар.
21Һәққанийәт, меһриванлиқни издигүчи адәм, Һаят, һәққанийәт вә иззәт-һөрмәткә еришәр.
22Дана киши күчлүкләр шәһириниң сепилиға ямишар, Уларниң таянчи болған қорғинини ғулитар.
23Өз тилиға, ағзиға егә болған киши, Җенини аваричиликләрдин сақлап қалар.
24Чоңчилиқ қилғанлар, «Һакавур», «һали чоң», «мазақчи» атилар.
25Һорун киши өз нәпсидин һалак болар, Чүнки униң қоли ишқа бармас;
26Нәпси яман болуп у күн бойи тама қилип жүрәр; Бирақ һәққаний адәм һеч немини айимай сәдиқә қилар.
27Яман адәмниң қурбанлиғи Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Рәзил ғәрәздә әпкелингән болса техиму шундақтур!
28Ялған гувалиқ қилғучи һалак болар; Әйни әһвални аңлап сөзлигән кишиниң сөзи әбәдгичә ақар.
29Яман адәм йүзини қелин қилар; Дурус киши йолини ойлап пухта басар.

Read Пәнд-несиһәтләр 21Пәнд-несиһәтләр 21
Compare Пәнд-несиһәтләр 21:10-29Пәнд-несиһәтләр 21:10-29