1Падишаһниң көңли ериқлардики судәк Пәрвәрдигарниң қолидидур; Пәрвәрдигар қәйәргә тоғрилиса, шу тәрәпкә маңиду.
2Инсан өзиниң һәммә қилған ишини тоғра дәп биләр; Лекин Пәрвәрдигар қәлбдики нийәтләрни таразиға селип тартип көрәр.
3Пәрвәрдигарниң нәзиридә, Һәққанийлиқ билән адаләт жүргүзүш қурбанлиқ қилиштин әвзәлдур.
4Тәкәббур көзләр, мәғрур қәлб, яманларниң чириғи — һәммиси гунадур.
5Әстайидил кишиләрниң ойлири уларни пәқәт баяшатлиққа йетәкләр; Чечилаңғуларниң ойлири болса, уларни пәқәт йоқсузлуққила йетәкләр.
6Яғлима тил билән еришкән байлиқлар, Өлүмни издәп жүргәнләр қоғлап жүргән бир түтүнла, халас.
7Яманларниң залимлиғи өзлирини чирмивалар; Чүнки улар адаләт йолида меңишни рәт қилған.
8Җинайәткар маңидиған йол наһайити әгирдур; Сап дил адәмниң һәрикити түптүздур.
9Соқушқақ хотун билән азадә өйдә биллә турғандин көрә, Өгүзниң бир булуңида ялғуз йетип қопқан яхши.
10Яман кишиниң көңли яманлиққила һерисмәндур; У йеқиниғиму шапаәт көрсәтмәс.
11Һакавурниң җазаға тартилиши, билимсизгә ибрәт болар; Дана киши қобул қилған несиһәтләрдин техиму көп билим алар.