5Кишиниң көңлидики ой-нийәтлири чоңқур суға охшаштур; Йорутулған адәм уларни тартип алалайду.
6Өзини садиқ дәйдиғанлар көптур; Бирақ ишәшлик бир адәмни ким тапалисун?
7Һәққаний адәм диянәтлик йолда маңар; Униң пәрсәндлиригә бәхит-бәрикәт қалдурулар!
8Падишаһ адаләт тәхтидә олтарғанда, Һәммә яманлиқни көзи билән қоғлайду.
9Ким өзини гунадин тазиландим, Виҗданим пакланди, дейәләйду?
10Икки хил тараза теши, Икки хил күрә ишлитиш, Охшашла Пәрвәрдигарға жиркиничликтур.
11Һәтта бала өз хислити билән билинәр; Униң қилғанлириниң пак, дурус яки әмәслиги һәрикәтлиридин көрүнүп турар.
12Көридиған көзни, аңлайдиған қулақни, Һәр иккисини Пәрвәрдигар яратти.
13Уйқиға амрақ болма, намратлиққа учрайсән; Көзүңни ечип ойғақ бол, нениң мол болар.
14Херидар мал алғанда: «Начар екән, начар екән!» дәп қақшайду; Елип кәткәндин кейин «Есил нәрсә, әрзан алдим» дәп махтиниду.