2Падишаһниң ғәзиви ширниң һөкиришигә охшаш қорқунучлуқтур; Униң аччиғини кәлтүргән, өз җениға җаза чүшүрәр.
3Өзини маҗирадин нери қилиш кишиниң иззитидур; Бирақ һәр бир ахмақ өзини басалмас.
4Һорун адәм қишта йәр һайдимәс; Жиғим вақтида йоқлуқта қелип ашлиқ тиләр.
5Кишиниң көңлидики ой-нийәтлири чоңқур суға охшаштур; Йорутулған адәм уларни тартип алалайду.
6Өзини садиқ дәйдиғанлар көптур; Бирақ ишәшлик бир адәмни ким тапалисун?
7Һәққаний адәм диянәтлик йолда маңар; Униң пәрсәндлиригә бәхит-бәрикәт қалдурулар!
8Падишаһ адаләт тәхтидә олтарғанда, Һәммә яманлиқни көзи билән қоғлайду.
9Ким өзини гунадин тазиландим, Виҗданим пакланди, дейәләйду?
10Икки хил тараза теши, Икки хил күрә ишлитиш, Охшашла Пәрвәрдигарға жиркиничликтур.
11Һәтта бала өз хислити билән билинәр; Униң қилғанлириниң пак, дурус яки әмәслиги һәрикәтлиридин көрүнүп турар.
12Көридиған көзни, аңлайдиған қулақни, Һәр иккисини Пәрвәрдигар яратти.
13Уйқиға амрақ болма, намратлиққа учрайсән; Көзүңни ечип ойғақ бол, нениң мол болар.
14Херидар мал алғанда: «Начар екән, начар екән!» дәп қақшайду; Елип кәткәндин кейин «Есил нәрсә, әрзан алдим» дәп махтиниду.
15Алтун бар, ләәл-яқутларму көптур; Бирақ билимни беғишлиған ләвләр немидегән қиммәтлик гөһәрдур!
16Ятқа кепил болған кишидин қәризгә тонини тутуп алғин; Ят хотунға капаләт бәргән кишидин капаләт пули ал.
17Алдап еришкән тамақ татлиқтур; Кейин, униң йегини шеғил болар.
18Пиланлар мәслиһәт билән бекитиләр; Пишқан көрсәтмә билән җәң қилғин.
19Гәп тошуғучи сирларни ашкарилар; Шуңа валақтәккүр билән арилашма.
20Кимики ата-анисини һақарәт қилса, Униң чириғи зулмәт қараңғусида өчәр!
21Тез еришкән мирас һаман бәрикәтлик болмас.
22Яманлиққа яманлиқ қайтурай демә; Пәрвәрдигарға тайинип күт, У дәрдиңгә йетәр.
23Икки хил тараза теши Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Сахта өлчәм қәтъий яримас.
24Инсанниң һаятлиқ қәдәмлирини Пәрвәрдигар бәлгүләйду; Ундақта инсан өз мусаписини нәдин билсун?