11Һәтта бала өз хислити билән билинәр; Униң қилғанлириниң пак, дурус яки әмәслиги һәрикәтлиридин көрүнүп турар.
12Көридиған көзни, аңлайдиған қулақни, Һәр иккисини Пәрвәрдигар яратти.
13Уйқиға амрақ болма, намратлиққа учрайсән; Көзүңни ечип ойғақ бол, нениң мол болар.
14Херидар мал алғанда: «Начар екән, начар екән!» дәп қақшайду; Елип кәткәндин кейин «Есил нәрсә, әрзан алдим» дәп махтиниду.
15Алтун бар, ләәл-яқутларму көптур; Бирақ билимни беғишлиған ләвләр немидегән қиммәтлик гөһәрдур!
16Ятқа кепил болған кишидин қәризгә тонини тутуп алғин; Ят хотунға капаләт бәргән кишидин капаләт пули ал.
17Алдап еришкән тамақ татлиқтур; Кейин, униң йегини шеғил болар.
18Пиланлар мәслиһәт билән бекитиләр; Пишқан көрсәтмә билән җәң қилғин.
19Гәп тошуғучи сирларни ашкарилар; Шуңа валақтәккүр билән арилашма.
20Кимики ата-анисини һақарәт қилса, Униң чириғи зулмәт қараңғусида өчәр!
21Тез еришкән мирас һаман бәрикәтлик болмас.