4Байлиқ достни көп қилар; Мискинләр бар достидинму айрилип қалар.
5Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас; Ялған ейтқучиму җазадин қутулалмас.
6Тола адәм сехийдин илтипат көзләр; Соғат берип турғучиға һәммә киши досттур.
7Намратлашқандин қериндашлириму зерикәр; Униң достлири техиму жирақ қачар; Ялвуруп қоғлисиму, улар тепилмас.
8Пәм-парасәткә еришкүчи өзигә көйүнәр; Нурни сақлиған кишиниң бәхити болар.
9Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас; Ялған ейтқучиму һалак болар.
10Һәшәмәтлик турмуш ахмаққа ярашмас; Қулниң әмәлдарлар үстидин һөкүм сүрүши техиму қамлашмас.
11Данишмәнлик егисини асанлиқчә аччиқланмайдиған қилар; Хаталиқни йопутуп кәчүрүш униң шөһритидур.
12Падишаһниң ғәзиви ширниң һувлишиға охшаш дәһшәтлик болар; Униң шәпқити юмран от-чөпкә чүшкән шәбнәмдәк шериндур.