15Һорунлуқ кишини ғәпләт уйқиға ғәриқ қилар; Бекар тәләп ачарчилиқниң дәрдини тартар.
16Пәрвәрдигарниң әмригә әмәл қилған киши өз җенини сақлар; Өз йоллиридин һези болмиған киши өләр.
17Кәмбәғәлләргә рәһимдиллиқ қилған, Пәрвәрдигарға қәриз бәргән билән баравәрдур; Униң шәпқитини Пәрвәрдигар қайтурар.
18Пәрсәндиңниң тәрбийини қобул қилишиға үмүтвар болуп, Уни җазалап тәрбийә берип турғин; Лекин уни өлгичә хар болсун дегүчи болма.
19Қәһрлик киши җаза тартар; Уни қутқузмақчи болсаң, қайта-қайта қутқузушуң керәк.
20Несиһәтни аңлиғин, тәрбийәни қобул қилғин, Ундақ қилғанда кейинки күнлириңдә дана болисән.
21Кишиниң көңлидә нурғун нийәтләр бар; Ахирида пәқәт Пәрвәрдигарниң далаләт-һидайитидин чиққан иш ақар.