10Һәшәмәтлик турмуш ахмаққа ярашмас; Қулниң әмәлдарлар үстидин һөкүм сүрүши техиму қамлашмас.
11Данишмәнлик егисини асанлиқчә аччиқланмайдиған қилар; Хаталиқни йопутуп кәчүрүш униң шөһритидур.
12Падишаһниң ғәзиви ширниң һувлишиға охшаш дәһшәтлик болар; Униң шәпқити юмран от-чөпкә чүшкән шәбнәмдәк шериндур.
13Ахмақ оғул атиси үчүн балайиқазадур; Урушқақ хотунниң зарлашлири тохтимай темип чүшкән тамчә-тамчә йеғинға охшаштур.
14Өй билән мал-мүлүк ата-бовилардин мирастур; Бирақ пәм-парасәтлик хотун Пәрвәрдигарниң илтипатидиндур.
15Һорунлуқ кишини ғәпләт уйқиға ғәриқ қилар; Бекар тәләп ачарчилиқниң дәрдини тартар.
16Пәрвәрдигарниң әмригә әмәл қилған киши өз җенини сақлар; Өз йоллиридин һези болмиған киши өләр.
17Кәмбәғәлләргә рәһимдиллиқ қилған, Пәрвәрдигарға қәриз бәргән билән баравәрдур; Униң шәпқитини Пәрвәрдигар қайтурар.
18Пәрсәндиңниң тәрбийини қобул қилишиға үмүтвар болуп, Уни җазалап тәрбийә берип турғин; Лекин уни өлгичә хар болсун дегүчи болма.
19Қәһрлик киши җаза тартар; Уни қутқузмақчи болсаң, қайта-қайта қутқузушуң керәк.
20Несиһәтни аңлиғин, тәрбийәни қобул қилғин, Ундақ қилғанда кейинки күнлириңдә дана болисән.