5Яманға ян бесишқа, Сорақта һәққанийға угал қилишқа қәтъий болмас.
6Ахмақниң ләвлири уни җедәлгә башлар; Униң ағзи «Мени думбала» дәп тәклип қилар.
7Ахмақниң ағзи өз бешиға һалакәттур; Униң ләвлири өз җениға қапқандур.
8Ғәйвәтхорниң сөзлири һәр хил назу-немәтләрдәк, Кишиниң қәлбигә чоңқур сиңдүрүләр.