1Көпчиликтин айрилип ялғуз жүргән киши һаман өз нәпсигә чоғ тартар; Һәр қандақ чин һекмәткә һаман җан-җәһли билән қарши чиқар.
2Ахмақ йорутулушқа қизиқмас; Қизиқидиғини пәқәт өз ойлиғанлирини көрситишла, халас.
3Яман киши кәлсә, нәпрәтму пәйда болар; Номуссиз иш иза-аһанәттин айрилмас.
4Адәмниң сөзлири чоңқур суларға охшар; Даналиқ булиқи ериқ сүйидәк өркәшләп ақар.
5Яманға ян бесишқа, Сорақта һәққанийға угал қилишқа қәтъий болмас.
6Ахмақниң ләвлири уни җедәлгә башлар; Униң ағзи «Мени думбала» дәп тәклип қилар.