5Тәкәббурлуққа толған көңүлләрниң һәр бири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Қол тутушуп бирләшсиму, җазасиз қалмас.
6Муһәббәт-шәпқәт вә һәқиқәт билән гуналар кафарәт қилинип йепилар; Пәрвәрдигардин әйминиш адәмләрни яманлиқтин халий қилар.
7Адәмниң ишлири Пәрвәрдигарни хурсән қилса, У һәтта дүшмәнлириниму униң билән енақлаштурар.
8Һалал алған аз, Һарам алған көптин әвзәлдур.
9Инсан көңлидә өз йолини тохтитар; Амма қәдәмлирини тоғрилайдиған Пәрвәрдигардур.
10Һәтта падишаһаниң ләвлиригә қаритип әпсун оқулсиму, Униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс.
11Адил тараза-мизанлар Пәрвәрдигарға хастур; Тараза ташлириниң һәммисини У ясиғандур.
12Падишаһ рәзиллик қилса жиркиничликтур, Чүнки тәхт һәққанийәт биләнла мәһкәм турар.