12Падишаһ рәзиллик қилса жиркиничликтур, Чүнки тәхт һәққанийәт биләнла мәһкәм турар.
13Һәққаний сөзлигән ләвләр падишаһларниң хурсәнлигидур; Улар дурус сөзлигүчиләрни яхши көрәр.
14Падишаһниң қәһри гоя өлүмниң әлчисидур; Бирақ дана киши униң ғәзивини тиничландурар.
15Падишаһниң чирайиниң нури кишигә җан киргүзәр; Униң шәпқити вақтида яққан «кейинки ямғур»дур.
16Даналиқ елиш алтун елиштин нәқәдәр әвзәлдур; Йорутулушни таллаш күмүчни таллаштин шунчә үстүндур!
17Дурус адәмниң егиз көтирилгән йоли яманлиқтин айрилиштур; Өз йолиға еһтият қилған киши җенини сақлап қалар.
18Мәғрурлуқ һалак болуштин авал келәр, Тәкәббурлуқ жиқилиштин авал келәр.
19Кәмтәр болуп мискинләр билән барди-кәлдидә болуш, Тәкәббурлар билән һарам мал бөлүшкәндин әвзәлдур.