Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 15

Пәнд-несиһәтләр 15:25-33

Help us?
Click on verse(s) to share them!
25Пәрвәрдигар тәкәббурниң өйини жулуветәр; Бирақ У тул хотунларға пасилларни турғузар.
26Яманларниң ой-пикри Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Бирақ сап дилниң сөзлири сөйүмлүктур.  
27Ач көз киши өз аилисигә аваричилик кәлтүрәр; Пара елишқа нәпрәтләнгән киши күн көрәр.
28Һәққаний адәм қандақ җавап бериштә қайта-қайта ойлинар; Яман адәмниң ағзидин шумлуқ төкүләр.
29Пәрвәрдигар яман адәмдин жирақтур; Бирақ У һәққанийниң дуасини аңлар.
30Хуш көзләр көңүлни шатландурар; Хуш хәвәр устиханларға гөш-май қондурар.
31Һаятлиққа елип баридиған тәнбиһкә қулақ салған киши даналарниң қатаридин орун алар.
32Тәрбийәни рәт қилған өз җенини хар қилар; Тәнбиһгә қулақ салған йорутулар.
33Пәрвәрдигардин қорқуш адәмгә даналиқ үгитәр; Авал кәмтәрлик болса, андин шөһрәт келәр.

Read Пәнд-несиһәтләр 15Пәнд-несиһәтләр 15
Compare Пәнд-несиһәтләр 15:25-33Пәнд-несиһәтләр 15:25-33