5Һәққаний адәм ялғанчилиқтин жиркинәр; Қәбиһ болса сесип, шәрмәндә болар.
6Йоли дурусни һәққанийәт қоғдар; Лекин гунакарни рәзиллик жиқитар.
7Бәзиләр өзини бай көрсәткини билән әмәлийәттә қуруқ сөләттур; Бәзиләр өзини йоқсул көрсәткини билән зор байлиқлири бардур.
8Өз байлиғи гөрүгә тутулған байниң җениға ара турар; Бирақ йоқсуллар һеч вәһимини аңлимас.
9Һәққаний адәмниң нури шатлинип парлар; Бирақ яман адәмниң чириғи өчүрүләр.
10Кибирликтин пәқәт җедәл-маҗирала чиқар; Даналиқ болса несиһәтни аңлиғанлар билән биллидур.
11Ишлимәй тапқан һарам байлиқ бәрикәтсиздур; Тәр төкүп һалал тапқан гүллинәр.
12Тәлмүргинигә күтүп еришәлмәслик көңүлни сунуқ қилар, Лекин тәшналиқта еришкини «һаятлиқ дәриғи»дур.
13Худаниң калам-сөзигә писәнт қилмиған адәм гунаниң төлимигә қәриздар болар; Лекин пәрманни қәдирлигән адәм яхшилиқ көрәр.
14Ақиланиниң тәлими һаятлиқ бәргүчи булақтур, У сени өлүм қапқанлиридин қутулдурар.
15Ақиланилик адәмни илтипатқа ериштүрәр; Бирақ тузкорларниң йоли әгир-бүгри, җапалиқ болар.
16Пәм-парасәтлик адәм билими билән иш көрәр; Һамақәт өз наданлиғини ашкарилар.