10Кибирликтин пәқәт җедәл-маҗирала чиқар; Даналиқ болса несиһәтни аңлиғанлар билән биллидур.
11Ишлимәй тапқан һарам байлиқ бәрикәтсиздур; Тәр төкүп һалал тапқан гүллинәр.
12Тәлмүргинигә күтүп еришәлмәслик көңүлни сунуқ қилар, Лекин тәшналиқта еришкини «һаятлиқ дәриғи»дур.
13Худаниң калам-сөзигә писәнт қилмиған адәм гунаниң төлимигә қәриздар болар; Лекин пәрманни қәдирлигән адәм яхшилиқ көрәр.
14Ақиланиниң тәлими һаятлиқ бәргүчи булақтур, У сени өлүм қапқанлиридин қутулдурар.
15Ақиланилик адәмни илтипатқа ериштүрәр; Бирақ тузкорларниң йоли әгир-бүгри, җапалиқ болар.
16Пәм-парасәтлик адәм билими билән иш көрәр; Һамақәт өз наданлиғини ашкарилар.
17Рәзил алақичи бала-қазаға учрар; Садиқ әлчи болса дәрдкә дәрмандур.
18Тәрбийәни рәт қилған адәм намратлишип уятқа қалар; Амма тәнбиһни қобул қилған һөрмәткә еришәр.
19Әмәлгә ашқан арзу кишигә шерин туюлар; Лекин ахмақлар яманлиқни ташлашни яман көрәр.
20Ақиланиләр билән биллә жүргән Дан. болар; Бирақ ахмақларға һәмраһ болған налә-пәрядта қалар.
21Балайиқаза гунакарларниң кәйнидин бесип маңар; Лекин һәққанийлар яхшилиқниң әҗрини тапар.
22Яхши адәм пәрсәндлириниң пәрсәндлиригә мирас қалдурар; Гунакарларниң жиққан мал-дуниялири һәққанийлар үчүн топлинар.
23Йоқсулниң ташландуқ йери мол һосул берәр, Лекин адаләтсизликтин у вәйран болар.
24Таяқни айиған киши оғлини яхши көрмәс; Балини сөйгән киши уни әстайидил тәрбийиләп җазалар.
25Һәққаний адәм көңли қанаәт тапқичә озуқ йәр; Яманниң қосиғи ач қалар.