Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 12

Пәнд-несиһәтләр 12:9-25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
9Пеқир туруп хизмәткари бар киши, Өзини чоң тутуп ач жүргән кишидин яхшидур.
10Һәққаний адәм өз улиғиниму асрар; Амма рәзил адәмниң болса һәтта рәһимдиллиғиму залимлиқтур.
11Тиришип териқчилиқ қилған деханниң қосиғи тоқ болар; Амма хам хиялларға берилгән кишиниң әқли йоқтур.
12Яман адәм яманлиқ қилтиғини көзләп олтирар; Амма һәққаний адәмниң йилтизи мевә берип турар.
13Яман адәм өз ағзиниң гунайидин тутулар; Һәққаний адәм мушәққәт-қийинчилиқтин қутулар.  
14Адәм өз ағзиниң мевисидин қанаәт тапар; Өз қоли билән қилғанлиридин униңға яндурулар.
15Ахмақ өз йолини тоғра дәп биләр; Амма дәвәткә қулақ салған киши ақиланидур.
16Ахмақниң аччиғи кәлсә, тезла билинәр; Зерәк киши һақарәткә сәвир қилар, сәтчиликни ашкарилимас.
17Һәқиқәтни ейтқан кишидин адаләт билинәр; Ялған гувалиқ қилғучидин алдамчилиқ билинәр.
18Бәзлиләрниң йениклик билән ейтқан гепи адәмгә санҗилған қиличқа охшар; Бирақ ақиланиниң тили дәрдкә дәрмандур.
19Растчил мәңгү турғузулиду; Ләвзи ялған болса бирдәмликтур.
20Яманлиқниң койида жүргүчиниң көңлидә һейлә сақланғандур; Аманлиқни дәвәт қилғучилар хошаллиққа чөмәр.
21Һәққаний адәмниң бешиға һеч күлпәт чүшмәс; Қәбиһләр балайиқазаға чөмүләр.
22Ялған сөзләйдиғанниң ләвлири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Лекин ләвзидә турғанларға У апирин ейтар.
23Пәмлик адәм билимини йошурар; Бирақ ахмақ наданлиғини җакалар.
24Тиришчан қол һоқуқ тутар; Һорун қол алванға тутулар.
25Көңүлниң ғәм-әндишиси кишини мүкчәйтәр; Лекин меһриванә бир сөз кишини роһландурар.

Read Пәнд-несиһәтләр 12Пәнд-несиһәтләр 12
Compare Пәнд-несиһәтләр 12:9-25Пәнд-несиһәтләр 12:9-25