16Ахмақниң аччиғи кәлсә, тезла билинәр; Зерәк киши һақарәткә сәвир қилар, сәтчиликни ашкарилимас.
17Һәқиқәтни ейтқан кишидин адаләт билинәр; Ялған гувалиқ қилғучидин алдамчилиқ билинәр.
18Бәзлиләрниң йениклик билән ейтқан гепи адәмгә санҗилған қиличқа охшар; Бирақ ақиланиниң тили дәрдкә дәрмандур.
19Растчил мәңгү турғузулиду; Ләвзи ялған болса бирдәмликтур.
20Яманлиқниң койида жүргүчиниң көңлидә һейлә сақланғандур; Аманлиқни дәвәт қилғучилар хошаллиққа чөмәр.
21Һәққаний адәмниң бешиға һеч күлпәт чүшмәс; Қәбиһләр балайиқазаға чөмүләр.
22Ялған сөзләйдиғанниң ләвлири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Лекин ләвзидә турғанларға У апирин ейтар.
23Пәмлик адәм билимини йошурар; Бирақ ахмақ наданлиғини җакалар.
24Тиришчан қол һоқуқ тутар; Һорун қол алванға тутулар.
25Көңүлниң ғәм-әндишиси кишини мүкчәйтәр; Лекин меһриванә бир сөз кишини роһландурар.
26Һәққаний киши өз дости билән биргә йол издәр; Бирақ яманларниң йоли өзлирини адаштурар.
27Һорун өзи тутқан овни пиширип йейәлмәс; Бирақ әтиварлиқ байлиқлар тиришчанға мәнсуптур.
28Һәққанийлиқниң йолида һаят тепилар; Шу йолда өлүм көрүнмәстур.