11Тиришип териқчилиқ қилған деханниң қосиғи тоқ болар; Амма хам хиялларға берилгән кишиниң әқли йоқтур.
12Яман адәм яманлиқ қилтиғини көзләп олтирар; Амма һәққаний адәмниң йилтизи мевә берип турар.
13Яман адәм өз ағзиниң гунайидин тутулар; Һәққаний адәм мушәққәт-қийинчилиқтин қутулар.
14Адәм өз ағзиниң мевисидин қанаәт тапар; Өз қоли билән қилғанлиридин униңға яндурулар.
15Ахмақ өз йолини тоғра дәп биләр; Амма дәвәткә қулақ салған киши ақиланидур.
16Ахмақниң аччиғи кәлсә, тезла билинәр; Зерәк киши һақарәткә сәвир қилар, сәтчиликни ашкарилимас.
17Һәқиқәтни ейтқан кишидин адаләт билинәр; Ялған гувалиқ қилғучидин алдамчилиқ билинәр.
18Бәзлиләрниң йениклик билән ейтқан гепи адәмгә санҗилған қиличқа охшар; Бирақ ақиланиниң тили дәрдкә дәрмандур.
19Растчил мәңгү турғузулиду; Ләвзи ялған болса бирдәмликтур.
20Яманлиқниң койида жүргүчиниң көңлидә һейлә сақланғандур; Аманлиқни дәвәт қилғучилар хошаллиққа чөмәр.
21Һәққаний адәмниң бешиға һеч күлпәт чүшмәс; Қәбиһләр балайиқазаға чөмүләр.