9Мунапиқлар өз ағзи билән йеқинини бузар; Лекин һәққанийлар билими билән қутқузулар.
10Һәққаний адәм ронақ тапса, шәһәр хуш болар; Рәзил адәм һалак болса, хәлиқ тәнтәнә қилар.
11Тоғриларниң бәрикәт тиләшлири билән шәһәр гүллинәр; Лекин рәзилләрниң тили билән вәйран болар.
12Өз йеқинини сөкидиған киши — әқилсиздур; Амма йорутулған адәм ағзини жиғар.
13Гәп тошуғучи мәхпийәтләрни ашкарилар; Садиқ адәм аманәткә хиянәт қилмас.
14Йолйоруқ кам болса, әл-жут жиқилар; Улуқ бир мәслиһәтчи болса, әл ниҗат тапар.
15Ятқа борун болған киши зиян тартмай қалмас; Қол беришип кепил болушни яман көргән кишиниң қулиқи тинич болар.
16Шапаәтлик аял иззәт-һөрмәтни қолдин бәрмәс; Зораванлар байлиқни қолдин бәрмәс.
17Рәһимдил өз-өзигә бәхит яритар; Рәһимсиз өз тенини ағритар.