22Чирайлиқ амма тетиқсиз хотун, Чошқиниң тумшуғиға алтун һалқа салғандәктур.
23Һәққанийларниң арзуси пәқәт яхши мевә елип келәр; Яманларниң күткини ғәзәп-нәпрәттур.
24Бирәв мәртләрчә тарқатсиму, гүллинәр; Йәнә бирәв беришкә тегишлигини айисиму, пәқәт намратлишар.
25Мәрт адәм әтлинәр; Башқиларни суғарғучи өзиму суғирилар.
26Ашлиқни сатмай бесивалған киши әлниң ләнитигә учрайду; Лекин ашлиқни сетип бәргүчигә бәрикәт тилинәр.
27Яхшилиқни издәп интилгән адәм шапаәт тапар; Яманлиқни издигән адәм өзи яманлиқ көрәр.
28Өз мал-дуниясиға таянғучи жиқилар; Һәққаний киши йопурмақтәк көкирәр.
29Өз өйигә азарчилиқ салған киши шамалға мирас болар; Әқилсиз адәм ақиланиниң қули болуп қалар.
30Һәққанийниң беридиған мевиси «һаятлиқ дәриғи»дур; Дана киши көңүлләрни һаятлиққа майил қилар.
31Қараңлар, һәққаний адәм бу дунияда сәһвәнлиги үчүн бәдәл төлигән йәрдә, Рәзилләр билән гунакарларниң ақивити қандақ болар?