1Ялған тараза Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Адил җиң теши Уни хурсән қилар.
2Тәкәббурлуқ билән биргә шәрмәндичилик әгишип келәр; Лекин даналиқ кичик пеилларға һәмраһ болар.
3Тоғриларниң сәмимийлиги өзини йетәкләр; Лекин каззапларниң әгирлиги өзини вәйран қилар.
4Худаниң ғәзәп күнидә мал-дунияниң пайдиси болмас; Лекин һәққанийәт адәмни өлүмдин қутқузар.
5Камил адәмниң һәққанийлиғи өзини түз йолға башлар; Яман адәм өз яманлиғидин жиқилар.
6Дурус адәмләрниң һәққанийлиғи өзлирини қутқузар; Лекин каззаплар өз һейлә-нәйриңидин тутулар.
7Рәзил адәм өлсә, униң үмүти йоққа чиқар; Гунакарниң үмүти ахири қуруқ қалар.
8Һәққаний адәм қийинчилиқтин халий қилинар; Рәзил адәм униң орниға тутулар.
9Мунапиқлар өз ағзи билән йеқинини бузар; Лекин һәққанийлар билими билән қутқузулар.
10Һәққаний адәм ронақ тапса, шәһәр хуш болар; Рәзил адәм һалак болса, хәлиқ тәнтәнә қилар.
11Тоғриларниң бәрикәт тиләшлири билән шәһәр гүллинәр; Лекин рәзилләрниң тили билән вәйран болар.
12Өз йеқинини сөкидиған киши — әқилсиздур; Амма йорутулған адәм ағзини жиғар.