Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 9

Падишаһлар «1» 9:6-26

Help us?
Click on verse(s) to share them!
6Лекин өзүң я оғуллириң Маңа әгишиштин ваз кечип Мән алдиңларда қойған әмирлирим билән бәлгүлимилиримни тутмай, бәлки башқа илаһларниң қуллуғиға кирип уларға сәҗдә қилсаңлар,
7шу чағда Мән Исраилни уларға тәқдим қилған зиминидин үзүп чиқиримән; вә Өз намимни көрситишкә Өзүмгә муқәддәс қилған бу өйни нәзиримдин ташлаймән вә Исраил һәммә хәлиқләр арисида сөз-чөчәк вә тапа-тәниниң объекти болиду;
8Бу өй гәрчә һазир көркәм көрүнсиму, шу заманда униңдин өткәнләрниң һәммиси зор һәйран қелишип үшқиртип: «Пәрвәрдигар бу зиминға вә бу өйгә немишкә шундақ қилди?» дәп сорайду.  
9Кишиләр: — Чүнки зиминдики хәлиқләр өз ата-бовилирини Мисир зиминидин чиқарған Пәрвәрдигар Худасини ташлап, өзлирини башқа илаһларға бағлап, уларға сәҗдә қилип қуллуғида болғанлиғи үчүн, Пәрвәрдигар бу пүткүл күлпәтни уларниң бешиға чүшүрүпту, дәп җавап бериду.
10Шундақ болдики, жигирмә жил өтүп, Сулайман у икки өйни, йәни Пәрвәрдигарниң өйи билән падишаһ өйини ясап болғандин кейин,
11Турниң падишаһи Һирам Сулайманға барлиқ тәләплири бойичә кедир дәрәқлири, арча дәрәқлири вә алтун тәминлигини үчүн Сулайман падишаһ униңға Галилийә өлкисидин жигирмә шәһәрни бәрди.
12Һирам Сулайман униңға бәргән шәһәрләрни көрүшкә Турдин чиқип кәлди; лекин улар униңға һеч яқмиди.
13У: — Һәй бурадирим, сән мошу маңа бәргиниң зади қандақ шәһәрләр?! — деди. У уларни «Кабулниң жути» дәп атиди, вә улар бүгүнки күнгичә шундақ атилиду.
14Һирам болса падишаһқа бир йүз жигирмә талант алтун әвәткән еди.
15Сулайман падишаһ Пәрвәрдигарниң өйини, өз өйини, Миллони, Йерусалимниң сепилини, Һазорни, Мәгиддони вә Гәзәр шәһәрлирини ясаш үчүн һашарға тутқан ишлигүчиләрниң ишлири мундақ: —
16(Мисирниң падишаһи Пирәвн чиқип Гәзәргә һуҗум қилип елип, уни отта көйдүрүп, шәһәрдә туруватқан Ⱪананийларни қирип, шәһәрни той соғиси сүпитидә Сулайманниң хотуни болған өз қизиға бәргән еди)
17Сулайман Гәзәр билән төвәнки Бәйт-Һоронни бена қилди;
18у Баалат билән өз зиминидики чөлгә җайлашқан Тадморниму йеңидин ясиди,
19шундақла өзигә хас һәммә амбар шәһәрлирини, «җәң һарвуси шәһәрлири»ни, «атлиқлар шәһәрлири»ни вә Йерусалимда, Ливанда вә өзи сорайдиған барлиқ зиминда халиқинини бена қилди.
20Исраиллардин болмиған Аморийлар, Һиттийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийлардин Исраил зиминида қелип қалғанларниң һәммисини болса,
21Сулайман буларни, йәни Исраиллар пүтүнләй йоқиталмиған әлләрниң қалдуқ әвлатлирини қуллуқ һашарға тутти. Улар бүгүнки күнгичә шундақ болуп кәлди.
22Лекин Сулайман Исраиллардин һеч кимни қул қилмай, бәлки уларни ләшкәр, хизмәткар, һөкүмдар-әмәлдар, һарву билән атлиқларниң сәрдарлири қилди.
23Булардин Сулайманниң ишлирини башқуридиған, йәни ишлигүчиләрниң үстигә қоюлған чоң назарәтчиләр бәш йүз әллик еди.
24Пирәвнниң қизи Давутниң шәһиридин көчүп Сулайман униң үчүн ясиған өйдә олтарғинида, у Милло қәлъәсини ясиди.
25Сулайман Пәрвәрдигарға ясиған қурбангаһда жилда үч қетим көйдүрмә қурбанлиқлар билән енақлиқ қурбанлиқлирини сунатти вә Пәрвәрдигарниң алдидики хушбуйгаһта хушбуй яқатти. Шу тәриқидә у ибадәтханиниң ишлирини пүткүзди.
26Сулайман падишаһ Езион-Гәбәрдә бир түркүм кемиләрни ясиди. У йәр болса Едом зиминида, Қизил деңиз бойидики Елатниң йенида еди.

Read Падишаһлар «1» 9Падишаһлар «1» 9
Compare Падишаһлар «1» 9:6-26Падишаһлар «1» 9:6-26