Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 9

Падишаһлар «1» 9:1-10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Сулайман Пәрвәрдигарниң өйи, падишаһ ордиси вә шундақла қурушни арзу қилған башқа қурулушларни көңлидикидәк пүткүзүп болғанда,
2Пәрвәрдигар Сулайманға Гибеонда көрүнгәндәк әнди иккинчи қетим униңға көрүнди.
3Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — «Сән Мениң алдимда қилған дуа вә илтиҗайиңни аңлидим; Мениң намим униңда әбәдгичә аян қилиниши үчүн, сән ясиған бу өйни Өзүмгә муқәддәс қилдим. Мениң көзлирим вә көңлүм шу йәрдә һемишә болиду.
4Сән болсаң, атаң Давутниң алдимда маңғинидәк, сәнму саңа буйруғинимниң һәммисигә мувапиқ әмәл қилиш үчүн, бәлгүлимилирим вә һөкүмлиримни тутуп, пак көңүл вә дуруслуқ билән алдимда маңсаң,
5Мән әнди атаң Давутқа: «Исраилниң тәхтидә саңа әвладиңдин олтиришқа бир зат кам болмайду» дәп вәдә қилғинимдәк, Мән падишаһлиқ тәхтиңни Исраилниң үстидә әбәдгичә мәһкәм қилимән.
6Лекин өзүң я оғуллириң Маңа әгишиштин ваз кечип Мән алдиңларда қойған әмирлирим билән бәлгүлимилиримни тутмай, бәлки башқа илаһларниң қуллуғиға кирип уларға сәҗдә қилсаңлар,
7шу чағда Мән Исраилни уларға тәқдим қилған зиминидин үзүп чиқиримән; вә Өз намимни көрситишкә Өзүмгә муқәддәс қилған бу өйни нәзиримдин ташлаймән вә Исраил һәммә хәлиқләр арисида сөз-чөчәк вә тапа-тәниниң объекти болиду;
8Бу өй гәрчә һазир көркәм көрүнсиму, шу заманда униңдин өткәнләрниң һәммиси зор һәйран қелишип үшқиртип: «Пәрвәрдигар бу зиминға вә бу өйгә немишкә шундақ қилди?» дәп сорайду.  
9Кишиләр: — Чүнки зиминдики хәлиқләр өз ата-бовилирини Мисир зиминидин чиқарған Пәрвәрдигар Худасини ташлап, өзлирини башқа илаһларға бағлап, уларға сәҗдә қилип қуллуғида болғанлиғи үчүн, Пәрвәрдигар бу пүткүл күлпәтни уларниң бешиға чүшүрүпту, дәп җавап бериду.
10Шундақ болдики, жигирмә жил өтүп, Сулайман у икки өйни, йәни Пәрвәрдигарниң өйи билән падишаһ өйини ясап болғандин кейин,

Read Падишаһлар «1» 9Падишаһлар «1» 9
Compare Падишаһлар «1» 9:1-10Падишаһлар «1» 9:1-10