Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 8

Падишаһлар «1» 8:39-45

Help us?
Click on verse(s) to share them!
39әнди Сән туруватқан маканиң асманда туруп аңлап, кәчүрүм қилғайсән; Сән һәр бир адәмниң қәлбини билгәчкә, амал қилип өзиниң йоллирини өзигә яндурғайсән (чүнки Сәнла, ялғуз Сәнла һәммә инсан балилириниң қәлблирини билгүчидурсән);
40шундақ қилип, улар Сән ата-бовилиримизға тәқдим қилған зиминда олтирип өмриниң һәммә күнлиридә сәндин қорқидиған болиду.
41Өз хәлқиң Исраилдин болмиған, Сениң улуқ намиң түпәйлидин жирақ-жирақлардин кәлгән мусапир болса
42(чүнки улар Сениң улуқ намиң, қудрәтлик қолуң вә созған билигиң тоғрисида аңлийлайду), — ундақ бириси келип бу өй тәрәпкә қарап дуа қилса,
43Сән туруватқан маканиң болған асманларда униңға қулақ селип, у мусапир Саңа нида қилип тилигининиң һәммисигә мувапиқ қилғайсән; шуниң билән йәр йүзидики барлиқ әлләр намиңни тонуп йетип, Өз хәлқиң Исраилдәк Сәндин қорқидиған болуп, мән ясиған бу өйниң Сениң намиң билән аталғинини билиду.
44Әгәр Сениң хәлқиң Сениң тапшуруғуң билән дүшмини билән җәң қилишқа чиққанда, Сән таллиған бу шәһәргә, шундақла мән намиңға атап ясиған бу өй тәрәпкә қарап Сән Пәрвәрдигарға дуа қилса,
45Сән асманларда туруп уларниң дуаси билән илтиҗасиға қулақ селип, уларни нусрәткә ериштүргәйсән.

Read Падишаһлар «1» 8Падишаһлар «1» 8
Compare Падишаһлар «1» 8:39-45Падишаһлар «1» 8:39-45