Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 7

Падишаһлар «1» 7:9-17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
9Бу имарәтләрниң һәммиси ичкирики тамлиридин тартип чоң һойлиниң тамлириғичә, улидин тартип өгүзниң пәвазиғичә қиммәт ташлардин, йәни өлчәм бойичә оюлуп андин ич-теши һәрә билән кесилгән ташлардин ясалған еди.
10Һуллири болса чоң вә қиммәт ташлардин, узунлуғи он гәз вә сәккиз гәз болған ташлардин қилинған еди.
11Һулларниң үстигә йәнә бекитилгән өлчәм бойичә оюлған қиммәт есил ташлар вә кедир лимлири қоюлған еди.
12Чоң һойлиниң чөрисидики там үч қәвәт оюлған таш вә бир қәвәт ойулған кедир лимлиридин ясалған еди. Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң ичкирики һойлисиниң теми вә йәнә ордидики дәһлизиниң темиму шундақ ясалған еди.
13Сулайман падишаһ адәм әвәтип Һирамни турдин кәлтүрди.
14У киши Нафтали қәбилисидин болған бир тул хотунниң оғли болуп, атиси турлуқ бир мискәр еди. Һирам мискәрчиликтә түрлүк ишларни қилишқа толиму уста, пәм-парасәтлик вә билимлик еди. У Сулайман падишаһниң қешиға келип, униң һәммә ишини қилди.
15У өзи икки түврүкни мистин ясиди. Һәр бир түврүкниң егизлиги он сәккиз гәз болуп, айланмиси он икки гәз еди.
16Бу түврүкләрниң үстигә қоюш үчүн мистин икки таҗни қуюп ясап, униң үстигә қойди. Бир таҗниң егизлиги бәш гәз, иккинчи таҗниң егизлигиму бәш гәз еди.
17Түврүкләрниң төписидики таҗлар торларға охшаш зиннәтлинип, зәнҗирләр вә торланған һалқилар билән тоқуқлуқ еди. Бир таҗниң шундақ йәттә қатар тор һалқилири бар еди, иккинчи таҗниңму һәм шундақ йәттә қур тор һалқилири бар еди.

Read Падишаһлар «1» 7Падишаһлар «1» 7
Compare Падишаһлар «1» 7:9-17Падишаһлар «1» 7:9-17