Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 7

Падишаһлар «1» 7:48-51

Help us?
Click on verse(s) to share them!
48Сулайман йәнә Пәрвәрдигарниң өйи ичидики барлиқ әсвапларни ясатти: — йәни алтун хушбуйгаһни, «тәқдим нан» қоюлидиған алтун ширәни,   
49Каламхана алдида туридиған сап алтун чирақданларни (бәшни оң йенида, бәшни сол йенида) ясатти; вә шуларниң гүлсиман зиннәтлирини, чирақлирини, чирақ қисқучлирини алтундин ясатти;
50дас-пиялилирини, пичақлирини, қачилирини, тәхсилирини вә күлданларниң һәммисини сап алтундин ясатти; у ичкирики ханиниң, йәни әң муқәддәс җайниң қатлинидиған, қош қанатлиқ ишикләрниң гирәлирини вә өйдики муқәддәс җайниң ишиклириниң гирәлирини алтундин ясатти.
51Сулайман падишаһ Пәрвәрдигарниң өйи үчүн қилдуридиған һәммә қурулушлар тамам болғанда, у атиси Давут Худаға атиған нәрсиләрни (йәни күмүч, алтун вә түрлүк башқа буюмларни) әкәлтүрүп Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнилиригә қойдурди.

Read Падишаһлар «1» 7Падишаһлар «1» 7
Compare Падишаһлар «1» 7:48-51Падишаһлар «1» 7:48-51