16Пәрвәрдигарниң Илияс арқилиқ ейтқан сөзи бойичә, едиштики ун түгимиди вә козидики майму кемәймиди.
17Шу ишлардин кейин шундақ болдики, өйниң егиси болған бу аялниң оғли кесәл болди. Униң кесили шундақ еғирлишип кәттики, униңда нәпәс қалмиди.
18Аял Илиясқа: — И Худаниң адими, мениң сән билән немә алақәм бар еди? Сән гунайимни ядқа кәлтүрүп, оғлумниң җениға замин болушқа кәлдиңму? — деди.
19У униңға: — Оғлуңни қолумға бәргин, дәп уни униң қучиғидин елип өзи олтарған балиханиға елип чиқип өз орниға қоюп,