Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Маркус - Маркус 6

Маркус 6:20-32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
20Чүнки Һерод Йәһяни диянәтлик вә муқәддәс адәм дәп билип, униңдин қорқатти, шуңлашқа уни қоғдайтти; у униң сөзлирини аңлиған чағлирида алақзадә болуп кетәтти, лекин йәнила сөзлирини аңлашқа амрақ еди.  
21Амма Һеродийә күткән пәйт ахир йетип кәлди; Һерод туғулған күнидә өз әмәлдарлири, миң бешилири вә Галилийә өлкисидики катта әрбабларни зияпәт билән күтүвалди;
22һелиқи Һеродийәниң қизи сорунға чүшүп уссул ойнап бәрди. Бу Һерод вә һәмдәстихан болғанларға бәкму ярап кәтти. Падишаһ қизға: — Мәндин немә тәләп қилсаң, шуни беримән, — деди.
23Андин у қәсәм қилип йәнә: — Мәндин немә тәләп қилсаң, һәтта падишаһлиғимниң йеримини десәңму шуни беримән, — деди.
24Қиз сиртқа чиқип, анисидин: — Немә тәләп қилай? — дәп соривиди, аниси: — Чөмүлдүргүчи Йәһяниң каллисини тәләп қил, — деди.
25Қиз дәрһал падишаһниң алдиға алдирап кирип: — Чөмүлдүргүчи Йәһяниң каллисини һазирла бир тәхсигә қоюп әкилишлирини халаймән, — деди.
26Падишаһ буниңға наһайити һәсрәт чәккән болсиму, қәсәмлири түпәйлидин вә дәстиханда олтарғанлар вәҗидин, униңға бәргән сөзидин янғуси кәлмиди.
27Шуңа падишаһ дәрһал бир җаллат әвәтип, униң каллисини елип келишни әмир қилди. Җаллат зинданға берип Йәһяниң каллисини елип,   
28уни бир тәхсигә қоюп, қизниң алдиға елип келип униңға бәрди. Қиз уни анисиға тапшурди.
29Бу ишни аңлиған Йәһяниң мухлислири келип, җәсәтни елип кетип бир қәбиргә қойди.
30Қайтип кәлгән расуллар Әйсаниң йениға жиғилди, немә қилғанлири һәм немә тәлим бәргәнлирини униңға мәлум қилишти.
31Келип-кетиватқанлар наһайити көплигидин уларға тамақлинишқиму вақит чиқмиди. Шуңа у уларға: — Жүрүңлар, мән билән хилвәт бир җайға берип, бирдәм арам елиңлар, — деди.
32Буниң билән улар кемигә чүшүп, хилвәт бир чөл йәргә қарап маңди.

Read Маркус 6Маркус 6
Compare Маркус 6:20-32Маркус 6:20-32