3Һерод ханниң сарай ғоҗидари Хузаниң аяли Йоанна, Сузанна вә башқа нурғун аялларму бар еди. Булар өз мал-мүлүклири билән у вә униң мухлислириниң һаҗәтлиридин чиқатти.
4Чоң бир топ адәмләр жиғилғанда, шундақла һәр қайси шәһәрләрдин кишиләр униң йениға кәлгәндә, у уларға бир тәмсил сөзләп бәрди:
5— «Уруқ чачқучи уруқ чачқили етизға чиқипту. Уруқ чачқанда, уруқлардин бәзилири чиғир йол үстигә чүшүп, дәссилип кетипту вә асмандики учар-қанатлар келип уларни йәп кетипту.
6Башқа бәзилири ташлиқ йәргә чүшүпту. Йәрдә нәмлик болмиғачқа, үнүп чиққини билән қуруп кетипту.
7Башқа бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр майсилар билән тәң өсүп майсиларни боғувапту.
8Башқа бәзилири болса яхши тупраққа чүшүпту. Үнгәндин кейин, йүз һәссә һосул берипту». Буларни дегәндин кейин у жуқури аваз билән: — Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун! дәп товлиди.
9Кейин униң мухлислири униңдин: — Бу тәмсилниң мәниси немә? — дәп сориди.
10У уларға мундақ деди: — Худаниң падишаһлиғиниң сирлирини билиш силәргә несип қилинди. Бирақ бу ишлар қалған башқиларға тәмсилләр биләнла ейтилиду. Мәхсити шуки, «Улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму чүшәнмәйду».
11Әнди тәмсилниң мәниси мундақ: — Уруқ болса, Худаниң сөз-каламидур.
12Чиғир йол бойидикиләр болса мушулар: Улар сөз-каламни аңлайду; лекин Иблис келип, уларниң ишинип қутқузулушиниң алдини елиши үчүн уларниң қәлбидики сөзни елип кетиду.
13Ташлиқ йәргә чүшкән уруқлар сөз-каламни аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларға тәмсил қилинған. Уларда йилтиз болмиғачқа, пәқәт бир мәһәл ишинип, андин синақ-мүшкүллүк вақти кәлгәндә, етиқаттин тейилип кетиду.
14Тикәнликкә чүшкән уруқлар болса шундақ адәмләрни көрсәткәнки, сөзни аңлиған болсиму, йолға чиққандин кейин бу паний һаяттики әндишиләр, байлиқлар вә һалавәтләрниң езиқтурушлири билән боғулуп, уруқ пишмай һосул бәрмәйду.
15Лекин яхши тупраққа чечилған уруқлар болса — сөз-каламни аңлап, сәмимий вә яхши қәлби билән уни тутидиғанларни көрситиду; бундақ адәмләр сәвирчанлиқ билән һосул бериду.
16Һеч ким чирақни йеқип қоюп үстигә едишни көмтүрүп қоймас яки кариват астиға турғузмас, бәлки чирақданниң үстигә қойиду; буниң билән өйгә киргәнләр йоруқлуқни көриду.
17Чүнки йошурулған һеч қандақ иш ашкариланмай қалмайду, вә һеч қандақ мәхпий иш аян болмай, йоруқлуққа чиқмай қалмайду.
18Шуниң үчүн, аңлишиңларниң қандақ екәнлигигә көңүл қоюңлар! Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта бар дәп һасаблиғиниму униңдин мәһрум қилиниду.
19Әнди униң аниси вә инилири униң билән көрүшкили кәлди. Лекин адәм нурғун болғачқа, йениға келәлмигән еди.
20Шуниң билән бириси униңға: — Аниңиз вә инилириңиз сиз билән көрүшимиз дәп, сиртта туриду, — деди.
21Лекин у җавапән: — Мениң анам вә ака-ука қериндашлирим болса Худаниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилғучилардур, деди.
22Вә шундақ болдики, шу күнләрдин бири, у мухлислири билән бир кемигә чүшүп, уларға: — Көлниң у қетиға барайли, — деди. Шуниң билән улар йолға чиқти.
23Кемә кетиватқанда у уйқиға кәткән еди. Көлгә туюқсиз қара боран келип, кемигә су тошуп кетип, улар хәвптә қалди.
24Мухлислар келип уни ойғитип: — Устаз, устаз, түгишидиған болдуқ! — деди. Лекин у орнидин туруп, боранға вә давалғуған долқунларға тәнбиһ бәрди; һәммиси тохтап, тинич болди.
25У мухлислириға қарап: — Ишәшиңлар нәгә кәтти? — деди. Улар һәм қорқушуп, һәм бәкму һәйран болуп, бир-биригә: — Бу адәм зади кимду, буйруқ қилса, һәтта шамаллар вә долқунларму униңға бойсунидикән-һә! — дәп кетишти.
26Шуниң билән улар Галилийәниң удулидики Герасалиқларниң жутиға йетип барди.
27У қирғаққа чиқиши биләнла, узундин бери җинлар чаплашқан, шәһәрдин кәлгән мәлум адәм униң алдиға кәлди. Бу адәм кийим киймәй, һеч өйдә турмай, гөрләр арисида яшайтти.
28Лекин у Әйсани көрүпла вақирап, униң айиғиға жиқилип қаттиқ аваз билән: — Һәммидин Алий Худаниң Оғли Әйса, сениң мән билән немә кариң! Сәндин өтүнимәнки, мени қийнима! — дәп товлап кәтти.
29Чүнки Әйса напак роһниң униңдин чиқишини буйрувататти (чүнки җин нурғун қетим уни тутувалған еди; у чағларда кишиләр униң пут-қоллирини кишән-зәнҗирләр билән бағлап уни қамап қойған болсиму, у зәнҗирләрни үзүп қечип чиққан вә җин тәрипидин чөл-баяванларға һайдиветилгән еди).
30Әйса бу адәмдин: — Исмиң немә? — дәп соривиди, у: — Исмим «Қошун», — деди. Чүнки нурғун җинлар униң ичигә кирип чаплишивалған еди.
31Әнди улар Әйсадин өзлирини теги йоқ һаңға кәткүзмәсликни өтүнүп ялвурди.
32Шу йәрдә тағ бағрида чоң бир топ тоңғуз падиси озуқлинивататти. Җинлар Әйсаға ялвуруп, тоңғузларниң тенигә киришкә иҗазәт беришини өтүнди. У уларға иҗазәт бәрди.
33Җинлар шу адәмдин чиқип, тоңғузларниң тенигә киривалди; шуниң билән пүткүл тоңғуз падиси тик ярдин етилип чүшүп, көлгә ғәриқ болди.
34Тоңғузларни баққучиларму бу вақиәни көрүп у йәрдин қечип, шәһәр-йезиларда бу хәвәрни тарқатти.
35Халайиқ зади немә иш болғанлиғини көргили чиқти; Әйсаниң алдиға кәлгәндә, шу йәрдә өзидин җинлар чиққан һелиқи адәмниң кийим-кечәкни кийип, әс-һоши җайида һалда Әйсаниң айиғи алдида олтарғинини көрди; улар қорқуп кетишти.
36Бу вақиәни көргәнләрму җинлар чаплашқан адәмниң қандақ сақайтилғинини көпчиликкә тәсвирләп бәрди.
37Андин Герасалиқларниң жутидикиләр вә әтрапидики барлиқ кишиләр униң уларниң арисидин кетишини өтүнүшти. Чүнки дәһшәтлик қорқунуч уларни басқан еди. Шуңа у кемигә чүшүп, қайтишқа йол алди.
38Амма җинлар өзидин чиқип кәткән һелиқи адәм униңға, Мән сән билән биллә кетәй, — дәп ялвурди. Лекин у уни йолға селип:
39— Өйүңгә қайтип берип, Худаниң саңа шунчә чоң ишларни қилип бәргәнлигини йәткүзгин, — деди. У адәм қайтип берип, пүткүл шәһәрни арилап, Әйсаниң өзигә шунчә чоң ишларни қилип бәргәнлигини елан қилди.
40Әйса қайтип кәлгинидә, шундақ болдики, халайиқ уни хошаллиқ билән қарши елишти; чүнки һәммәйлән униң қайтип келишини күтүп туратти.
41Вә мана, бир киши, синагогниң чоңи болған Яирус исимлиқ кишиму Әйсаниң алдиға келип айиғиға өзини етип, униң өйигә беришини өтүнди.
42Чүнки униң он икки яшлиқ ялғуз қизи сәкратта еди. Әйса у йәргә барғинида, топ-топ кишиләр униң әтрапиға зич олишип уни қистишатти.
43Арисида хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял бар еди; у бар-йоқини тевипларға хәҗләп түгәткән болсиму, һеч қайсисидин шипа тапмиған екән.
44У Әйсаниң арқисидин келип, униң тониниң пешини силивиди, шуан хун тохтиди.
45Әйса: — Маңа қол тәккүзгән ким? — дәп сориди. Һәммәйлән инкар қилғанда, Петрусму вә униң билән болғанларму: — Устаз, халайиқ топ-топ болуп төрт әтрапиңни олишип, сени қистишиватқан йәрдә, сән «Маңа тәккән ким?», дәп сорайсәнғу? — деди.
46Лекин Әйса: — Яқ! Бириси маңа тәгди; чүнки вуҗудумдин қудрәтниң чиқип кетиватқинини сәздим, — деди.
47Һелиқи аял өзиниң йошуруп қалалмайдиғанлиғини билип, титригән һалда униң алдиға жиқилди вә көпчилик алдида өзиниң немә сәвәптин Әйсаға қол тәккүзгәнлигини, шундақла шуан қандақ сақайғанлигини ейтти.
48Әйса униңға: — Жүрәклик бол, қизим, ишәшиң сени сақайтти! Аман-хатирҗәмлик билән маңғин! — деди.
49У сөз қиливатқанда, синагог чоңиниң өйидин чиққан бирәйлән келип синагог чоңиға: — Қизиңиз җан үзди. Әнди устазни кайитмиғин, — деди.
50Лекин Әйса буни аңлап униңға: — Қорқмиғин! Пәқәт ишәштә бол, у сақийип кетиду, — деди.
51У өйгә барғанда Петрус, Юһанна, Яқуп вә қизниң ата-анисидин башқа һеч кимниң өзи билән биллә өйгә киришигә рухсәт қилмиди.
52У йәрдикиләр хәммиси қизға матәм тутуп жиға-зерә көтиривататти. Лекин у: — Болди, жиғлимаңлар! Чүнки қиз өлмиди, пәқәт ухлап қапту! — деди.
53Улар болса қизниң аллиқачан җан үзди дәп билгәчкә, уни мәсқирә қилди.
54Лекин у уларни чиқириветип, қизниң қолидин тартип: — Балам, орнуңдин тур, — дәп чақирди.
55Қизниң роһи қайтип келип, у дәрһал орнидин турди. У қизға йегидәк бир немә беришни ейтти.