13Ахирда үзүмзарлиқниң ғоҗайини: «Қандақ қилсам болар? Сөйүмлүк оғлумни әвәтәй; улар уни көрсә, һеч болмиғанда униң һөрмитини қилар?» дәпту.
14Бирақ бағвәнләр униң оғлини көрүп бир-бири билән мәслиһәтлишип: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни җайливетәйли, андин мирас бизниңки болиду» дейишипту.
15Шуниң билән улар уни үзүмзарлиқниң сиртиға ачиқип өлтүрүветипту. Әнди бундақ әһвалда үзүмзарлиқниң ғоҗайини уларни қандақ қилиду?
16У келип у бағвәнләрни йоқитип үзүмзарлиқни башқиларға тапшуриду». Халайиқ буни аңлап: — Бундақ ишлар һәргиз болмисун! — дейишти.
17Лекин у уларға көзлирини тикип мундақ деди: — Ундақ болса, муқәддәс язмиларда «Тамчилар ташливәткән таш болса, Буҗәк теши болуп тикләнди» дәп йезилған сөз зади немини көрситиду?
18Бу «таш»қа жиқилған киши парә-парә болуп кетиду; лекин бу таш һәр кимниң үстигә чүшсә, уни кукум-талқан қиливетиду.