Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 17

Луқа 17:7-17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7Лекин араңлардин кимниң йәр һайдайдиған яки мал бақидиған бир қули болса вә у етизлиқтин қайтип кәлгәндә, униңға: «Тезрәк келип дәстиханда олтарғин», дәйдиғанлар барму?
8У бәлки униңға: «Мениң тамиғимни тәйяр қил, мән йәп-ичип болғичә белиңни бағлап мени күткин, андин өзүң йәп-ичкин, демәсму?
9Қул әмир қилинғинидәк қилғини үчүн ғоҗайин униңға рәхмәт ейтамду? Мениңчә, ейтмайду.
10Шуниңға охшаш, силәрму өзүңларға әмир қилинғанниң һәммисини ада қилғиниңлардин кейин: Биз әрзимәс қуллармиз; биз пәқәт тегишлик бурҗимизни ада қилдуқ, халас», дәйдиған болисиләр.
11Вә шундақ болдики, у Йерусалимға чиқип кетиватқанда, Самарийә билән Галилийәниң оттурисидин өтүп,
12бир кәнткә киргинидә мохо кесилигә гириптар болған он адәм униңға учрап, жирақта тохтап,
13авазлирини көтирип: Әй Әйса, устаз, бизгә рәһим қилғайсән, дәп өтүнди.
14Уларни көргәндә у уларға: Берип өзүңларни каһинларға көрситиңлар, деди. Вә шундақ болдики, улар йолда кетиватқанда, моходин пакланди.  
15Улардин бирәйлән өзиниң сақайғинини көргәндә жуқури аваз билән Худани улуқлап, кәйнигә бурулуп, қайтти.
16У келип Әйсаниң айиғиға жиқилип дүм йетип тәшәккүр ейтти. У Самарийәлик еди.
17Әйса бу ишқа қарап: Пак қилинғанлар он киши әмәсмиди? Қалған тоққузәйлән қени?

Read Луқа 17Луқа 17
Compare Луқа 17:7-17Луқа 17:7-17