13Көпчилик арисидин бириси униңға: — Устаз, акамға атимиздин қалған мирасни мән билән тәң үлишишкә буйруғайла — деди.
14Лекин у униңға җавапән: — Бурадәр, ким мени силәрниң үстүңларға сотчи яки үләштүргүчи қилди? — деди.
15У көпчиликкә қарап: — Пәхәс болуп өзүңларни һәр хил тамахорлуқтин сақлаңлар. Чүнки инсанниң һаяти униң мал-мүлүклириниң көплүгигә бағлиқ әмәстур, деди.
16Андин у уларға мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди: — «Бир байниң йери мол һосул берипту.