Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 12

Луқа 12:10-17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
10Инсаноғлиға қарши сөз қилған һәр қандақ киши кәчүрүмгә еришәләйду; лекин Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилғучи болса кәчүрүмгә еришәлмәйду.  
11Лекин кишиләр силәрни синагогларға яки һөкүмдарлар вә әмәлдарларниң алдиға елип берип сораққа тартқанда, «Әрзгә қандақ җавап бәрсәм?» яки «Немә десәм болар?» дәп әндишә қилмаңлар.
12Чүнки немә дейиш керәклигини шу вақти-саитидә Муқәддәс Роһ силәргә үгитиду.
13Көпчилик арисидин бириси униңға: — Устаз, акамға атимиздин қалған мирасни мән билән тәң үлишишкә буйруғайла — деди.
14Лекин у униңға җавапән: — Бурадәр, ким мени силәрниң үстүңларға сотчи яки үләштүргүчи қилди? — деди.
15У көпчиликкә қарап: — Пәхәс болуп өзүңларни һәр хил тамахорлуқтин сақлаңлар. Чүнки инсанниң һаяти униң мал-мүлүклириниң көплүгигә бағлиқ әмәстур, деди.
16Андин у уларға мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди: — «Бир байниң йери мол һосул берипту.
17У көңлидә «Қандақ қилай? Чүнки бунчивала һосулни қойғидәк йерим йоқ» — дәп ойлапту.

Read Луқа 12Луқа 12
Compare Луқа 12:10-17Луқа 12:10-17