Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 13

Йәшуа 13:5-32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
5Гәбалийларниң зимини вә барлиқ Ливан зимини, йәни күн чиқиш тәрәптики Һәрмон теғиниң етигидики Баал-гадтин тартип, Хамат райониға кириш еғизиғичә болған зиминлар;
6Ливандин тартип Мисрәпот-Майимғичә созулған тағлиқта барлиқ олторуватқанларниң, йәни Зидонийларниң зимини қатарлиқлардин ибарәттур. Бу зиминдики хәлиқниң һәммисини Мән Исраил алдидин қоғливетимән. Шуңа сән чоқум Мениң саңа буйруғиним бойичә буни чәк ташлап Исраиллиқларға мирас қилип тәқсим қилип беришиң керәк.
7Сән әнди бу зиминларни тоққуз қәбилә билән Манассәһниң йерим қәбилисигә мирас қилип бөлгин».
8Рубәнләр билән Гадлар болса, Манассәһниң йерим қәбилиси билән бирликтә Иордан дәриясиниң у қети, йәни шәриқ тәрипидә Мусаниң уларға бәргән мирасиға егә болди; буни Пәрвәрдигарниң қули болған Муса уларға мирас қилип бәргән еди: —
9Уларниң зиминлири Арнон җилғисиниң бойидики Ароәрдин тартип, җүмлидин җилғиниң оттурисидики шәһәр вә Дибонғичә созулған Мәдәба түзләңлиги,
10Һәшбонда сәлтәнәт қилған, Аморийларниң падишаһи Сиһонниң Аммонийларниң чегарисиғичә болған һәммә шәһәрлири;
11Гилеад билән Гәшурийлар вә Маакатийларниң чәт жутлири, Һәрмон теғиниң һәммиси вә Салкаһғичә созулған барлиқ Башан зимини;
12гигантлар болған Рәфайийларниң қалдуқ нәслидин болған Аштарот билән Әдрәйдә сәлтәнәт қилған Огниң Башандики пүткүл падишаһлиқ зиминидин ибарәт еди; мошу зиминдикиләрни Муса мәғлуп қилип, зиминлириға егә болди.
13Лекин Исраиллар Гәшурийлар билән Маакатийларни өз жутлиридин қоғливәтмиди; шуңа Гәшурийлар билән Маакатийлар бүгүнгичә Исраил арисида турмақта.
14Лекин Муса Лавий қәбилисигә һеч мирас зиминни бәрмигән; Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар уларға ейтқинидәк, Пәрвәрдигарға атап отта сунулған қурбанлиқлар уларниң мирасидур.
15Муса Рубәнләр қәбилисигә, җәмәт-аилилири бойичә жутларни мирас қилип бәрди.
16Уларниң зимини болса Арнон җилғисиниң йенидики Ароәрдин тартип, җилғиниң оттурисидики шәһәр вә Мәдәбаниң йенидики пүткүл түзләңлик,
17Һәшбон вә униңға қарашлиқ түзләңликтики һәммә шәһәрләр, Дибон, Бамот-Баал, Бәйт-Баал-Меон,
18Яһаз, Кәдәмот, Мәфаат,
19Кириатайим, Сибмаһ, вә «Җилға теғи»дики Зәрәт-Шаһар,
20Бәйт-Пеор, Писгаһ теғидики даванлар, Бәйт-Йәшимот,
21түзләңликтики барлиқ шәһәрләр вә Һәшбонда сәлтәнәт қилған, Аморийларниң падишаһи болған Сиһонниң пүткүл сәлтәнитиниң зиминини өз ичигә алди. Бу падишаһ вә униң билән шу жутта олтиришлиқ, Сиһонға беқинған сәрдарлар Әви, Рәкәм, Зур, Хур вә Рәба қатарлиқ Мидиян әмирлири болса Муса тәрипидин өлтүрүлгән еди.
22Шу вақитта Исраиллар өлтүргәнләр ичидә Беорниң оғли палчи Балаамму бар еди; униму улар қиличлап өлтүргән еди.
23Рубәнләрниң зимининиң чегараси Иордан дәриясиниң өзи еди. Рубәнләрниң җәмәт-аилилири бойичә уларға бөлүнгән мираси мана бу шәһәрләр билән кәнт-қишлақлири еди.  
24Муса йәнә Гад қәбилисигә, йәни Гадларниң җәмәт-аилилири бойичә уларға мирас бөлуп бәргән еди.
25Уларниң зиминлири болса Яазәр билән Гилеадниң барлиқ шәһәрлири, Аммонийларниң зимининиң йерими таки Раббаһ алдидики Ароәргичә,
26Һәшбондин тартип Рамат-Мизпәһ вә Бәтонимғичә, Маһанайимдин тартип Дәбирниң чегарисиғичә,
27җилғиға җайлашқан Бәйт-Һарам, Бәйт-Нимраһ, Суккот вә Зафонлар, Һәшбонниң падишаһи Сиһонниң сәлтәнитиниң Иордан дәриясиниң шәрқий қетидики қалған қисми, дәрияни яқилап Киннәрәт Деңизиниң у бешиғичә еди.
28Гадларниң җәмәт-аилилири бойичә уларға бөлүнгән мираси мана бу шәһәрләр билән кәнт-қишлақлири еди.
29Муса Манассәһниң йерим қәбилисигиму мирас бәргән еди; Манассәһниң йерим қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә бу мирас бөлуп берилгән еди: —
30зиминлири Маһанайимдин тартип, пүткүл Башан зимини, Башанниң падишаһи Огниң пүткүл сәлтәнитиниң зимини вә Яирниң барлиқ йеза-кәнтлири (бу йеза-кәнтләр Башанниң өзигә җайлашқан болуп, җәмий атмиш еди),
31Гилеадниң йерими билән Башан падишаһи Огниң сәлтәнитидики Аштарот вә Әдрәй шәһәрлири Манассәһниң оғли Макирниң әвладиға тәвә қилинған болуп, Макирларниң йерим қисмиға җәмәт-аилилири бойичә мирас қилип бөлуп берилгән еди.
32Муса Иордан дәриясиниң шәриқ қетида, Йерихониң удулида, Моабниң түзләңликлиридә болған вақтида бөлүп бәргән мираслар мана бу зиминлар еди.

Read Йәшуа 13Йәшуа 13
Compare Йәшуа 13:5-32Йәшуа 13:5-32