Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 11

Йәшуа 11:12-21

Help us?
Click on verse(s) to share them!
12Шу падишаһларниң барлиқ пайтәхт шәһәрлирини елип, уларниң падишаһлирини мәғлуп қилди; Пәрвәрдигарниң қули болған Муса буйруғинидәк, у уларни қиличлап үзүл-кесил йоқатти.
13Лекин егизликкә селинған шәһәрләрни болса, Исраил көйдүрмиди; Йәшуа улардин пәқәт Һазорнила көйдүрүвәтти.
14Исраиллар бу шәһәрләрдики ғәниймәтләрни вә чарпайларни өзлиригә олҗа қилип алди, лекин ичидики һәммә адәмләрни қиличлап йоқатти; улар бирму нәпәс егисини тирик қоймиди.
15Пәрвәрдигар Өз қули болған Мусаға немә буйруған болса, Мусаму Йәшуаға шуни буйруған еди вә Йәшуаму шундақ қилди. У Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидин һеч немини қалдурмай һәммини шу бойичә ада қилди.
16Шу тәриқидә Йәшуа шу зиминниң һәммисини, йәни тағлиқ райондики зиминларни, барлиқ җәнубий Нәгәв зиминини, барлиқ Гошән зиминини, ойманлиқтики зиминларни, түзләңликтики зиминларни вә Исраилниң тағлиқ районлирини вә Шәфәлаһ ойманлиғини,
17Сеир давиниғичә созулған Һалак теғидин таки Һәрмон теғиниң етигидики Ливан җилғисиға җайлашқан Баал-Гадқичә болған зиминни егилиди; у уларниң һәммә падишаһлирини тутуп уларни өлүмгә мәһкүм қилди.
18Шу тәриқидә Йәшуа бу һәммә падишаһлар билән узун вақит җәң қилди.
19Гибеонда олтирақлашқан Һивийлардин башқа, һеч бир шәһәр Исраил билән сулһ түзмиди. Исраил уларниң һәммисини җәң арқилиқла алди.
20Чүнки уларниң көңлиниң қаттиқ қилиниши, Исраил билән җәң қилиш нийитидә болуши Пәрвәрдигардин еди; буниң мәхсити, уларниң үзүл-кесил йоқитилиши; йәни, уларға һеч рәһим қилинмай, әксичә Пәрвәрдигар Мусаға буйруғинидәк уларниң йоқитилиши үчүн еди.
21У вақитта Йәшуа келип Анакийларға һуҗум қилип уларни тағлиқ райондин, Һеброндин, Дәбирдин, Анабдин, Йәһуданиң һәммә тағлиқ райони билән Исраилниң һәммә тағлиқ районидин йоқатти; Йәшуа уларни шәһәрлири билән қошуп үзүл-кесил йоқатти.

Read Йәшуа 11Йәшуа 11
Compare Йәшуа 11:12-21Йәшуа 11:12-21