1Падишаһ Дариус пүтүн падишаһлиқни идарә қилиш үчүн бир йүз жигирмә вәзирни һәр қайси жутларни башқурушқа тайинлашни мувапиқ көрди.
2Буниңдин башқа у бу вәзирләрни назарәт қилип, бу вәзирләрниң һесавини елиш, шундақла падишаһниң һоқуқ-мәнпәәти зиянға учримисун дәп Даниял вә башқа икки кишини назарәтчиликкә тайинлиди.
3Даниялда алаһидә бир роһий хусусийәт бар болғачқа, у башқа назарәтчиләрдин вә вәзирләрдин иқтидарлиқ чиқти. Шуңа падишаһ уни пүткүл падишаһлиқни идарә қилишқа тайинлимақчи болди.
4Шуниң билән башқа назарәтчи вә вәзирләр униң падишаһлиқтики мәмурий ишлиридин сәһвәнлик издиди. Лекин улар әрз қилғидәк һеч қандақ банә-сәвәп яки сәһвәнлик тапалмиди. Чүнки Даниял диянәтлик вә ишәшлик болуп, униңдин қилчә кәмчилик яки сәһвәнлик чиқиралмиған еди.
5Шуңа шу адәмләр өз ара: — Даниялниң Худасиниң қануниға мунасивәтлик ишлиридин башқа, униңдин әйиплигидәк һеч қандақ банә тапалмаймиз, — дейишти.
6Шуңа улар өз ара тил бириктүруп падишаһниң алдиға кирип: — Падишаһ Дариус алийлири мәңгү яшиғайла!
7Алийлириниң падишаһлиқлиридики барлиқ назарәтчи, валий, вәзир, мәслиһәтчи, һаким вә әмәлдарлар бирликтә мәслиһәтләштуқ; һәр қандақ киши оттуз күн ичидә һәр қандақ илаһқа һәр қандақ дуа-тилавәт қилишқа вә яки һәр қандақ кишидин бир нәрсә тиләшкә рухсәт болмисун, и алийлири, пәқәт силидинла тилиши рухсәт болсун дегән шаһанә ярлиқниң чүшүрүлүшини лайиқ көрдуқ. Бу пәрман қәтъий болсун, кимки бу пәрманға хилаплиқ қилса, у ширлар өңкүригә ташлансун!
8Әнди, и алийлири бу пәрманни бекитип чүшүргәйла, униң өзгәртилмәслиги үчүн ярлиқнамигә имза қойғайла; чүнки Медиа вә Парс қануни бойичә, пәрман чиқирилиши биләнла өзгәртишкә болмайду, — деди.
9Шуниң билән Дариус пәрманни бекитип ярлиқнамиға қол қойди.
10Даниял бу ярлиқнамигә имза қоюлғанлиғини аңлап, өйигә қайтти. Униң өйиниң өгүзидә бир балихана болуп, деризиси Йерусалимға қарайдиған болуп, очуқ туратти. У адити бойичә деризиниң алдида тизлинип олтирип, һәр күни үч қетим Худаға дуа-тилавәт қилип шүкүр ейтатти.
11Лекин һелиқи адәмләр биллә келип Даниялниң Худаға дуа вә тилавәт қиливатқинини көрди.
12Андин улар бирликтә падишаһниң алдиға берип пәрман тоғрисида гәп ечип: — И алийлири, өзлири: Оттуз күн ичидә өзлиридин башқа һәр қандақ илаһдин яки һәр қандақ инсандин бирәр немини тилигән һәр қандақ киши ширлар өңкүригә ташлансун, дегән бир пәрманға имза қойған әмәсму? — дәп сориди. Падишаһ: — Дәрвәқә шундақ қилдим, Медиа вә Парс қануни бойичә пәрманни өзгәрткили болмайду, — деди.
13Андин улар падишаһқа җавапән: — Йәһудадин әсир елип келингән кишиләрдин һелиқи Даниял, и алийлири, силини вә сили имза қойған пәрманни көзгә илмайду, бәлки һәр күндә үч қетим өз дуа-тилавитини қиливатиду, — дейишти.
14Буни аңлиған падишаһ өз-өзигә кайип, көңүл қоюп Даниялни қутқушушқа амал тапмақчи болуп, у күн патқичә һәр хил қутқузуш амали үстидә издинип жүрди.
15Лекин ахирда у кишиләр йәнә өз ара тил бириктүрүп падишаһниң алдиға җәм болуп униңға: — И алийлири, өзлиригә мәлумки, Медиалар вә Парсларниң қануни дәл шуки, падишаһниң бекиткән һәр қандақ қарари яки пәрманини өзгәртишкә болмайду, — дейишти.
16Шуниң билән падишаһниң әмир қилиши билән Даниял тутуп келинип, ширлар өңкүригә ташланди. Падишаһ Даниялға: — Сән үзүлдүрмәй ибадәт қилидиған Худайиң сени қутқузивалиду! — деди.
17Бир таш елинип, өңкүрниң ағзи униң билән етилди; Даниялниң ишлириға һеч ким арилашмисун дәп уни падишаһ өз мөһүри вә униң әмир-әмәлдарлириниң мөһүрлири билән мөһүрлиди.
18Андин падишаһ ордиға қайтип келип кечини роза тутуп өткүзди; өзиниң тоқал-кенизәклиридин һеч қайсисини өз йениға кәлтүрмиди, у кечичә ухлиялмиди.
19Таң етиши биләнла падишаһ орнидин туруп, алдирап ширлар өңкүригә барди.
20Падишаһ өңкүргә йеқинлишип азапланған һалда Даниялни чақирип: — Әй Даниял, Мәңгү Һаят Худаниң қули, сән үзүлмәс ибадәт қилидиған Худайиң сени ширлардин қутқузивалмидиму? — дәп товлиди.
21Даниял җавапән: — И алийлири, мәңгү яшиғайла!
22Худайимниң пәриштисини әвәтип ширларниң ағзини жумдуруши билән улар маңа һеч зиян-зәхмәт йәткүзәлмиди; чүнки У мәндин һеч қандақ әйип көрмиди. Алийлириниң алдидиму мән һеч қандақ зиян йәткүзгидәк иш қилмидим, — деди.
23Буни аңлап падишаһ интайин хошал болуп, адәмлирини Даниялни өңкүрдин елип чиқишни буйруди. Шуниң билән улар Даниялни өңкүрдин елип чиқти. Униңдин қилчә зедә-зәхмәт тапалмиди; чүнки у Худасиға таянған еди.
24Андин падишаһ буйруқ чүшүрди, нәвкәрлири Даниялниң үстидин шикайәт қилғанларниң һәммисини тутуп, уларни бала-җақилири вә хотунлири билән қошуп ширлар өңкүригә ташливәтти. Улар өңкүр тегигә чүшүп болмайла ширлар етилип келип, уларниң устиханлириниму чайнап қийма-чийма қиливәтти.
25Шу иштин кейин Дариус падишаһ йәр йүзидә туруватқан һәр қайси әл-жут, һәммә таипиләр, һәр тилда сөзлишидиған қовмларниң һәммисигә мундақ пүтүк чүшүрди: — «Һәммиңларға аманлиқ ешип-тешип турғай!
26Мән ушбу ярлиқни чүшүримәнки, падишаһлиғимдики һәр бир жуттики пухралар Даниялниң Худаси алдида титрәп қорқсун! — Чүнки У Мәңгү Һаят Худадур, Мәңгү мустәһкәм өзгәрмәстур, Униң падишаһлиғи һалак қилинмас, Униң һакимийити әбәдил-әбәтгичә болиду.
27У балайиқазадин қоғдайду вә қутқузиду, У асманлардиму, йәр йүзидиму аламәт-карамәтләрни яритиду, У Даниялни ширларниң чаңгилидин қутқузди».
28Даниялниң болса шу ишлардин кейин Дариус һөкүм сүргән мәзгилдә, шундақла Парс падишаһи Қурәш һөкүм сүргән вақитларда ишлири раван жүрүшти.