Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Даниял

Даниял 3

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Падишаһ Небоқаднәсар алтундин егизлиги атмиш гәз, кәңлиги алтә гәз келидиған бир һәйкәл ясап, Бабил өлкисиниң Дура түзләңлигигә орнатти.
2Падишаһ барлиқ вәзир, валий, һаким, мәслиһәтчи, ғәзничи, сотчи, сорақчиларни шундақла һәр қайси өлкиләрдики башқа әмәлдарларниң һәммисини падишаһ Небоқаднәсар орнатқан бу алтун һәйкәлни өз илаһиға аташ мурасимиға қатнишишқа пәрман чүшүрди.
3Шуниң билән вәзирләр, валийлар, һакимлар, мәслиһәтчиләр, ғәзничиләр, сотчилар, сорақчилар, шундақла һәр қайси өлкиләрдики башқа әмәлдарларниң һәммиси аташ мурасимиға җәм болди. Улар һәйкәлниң алдида турди.
4Җакарчи жуқури аваз билән: — Әй һәр қайси әл-жут, һәр қайси таипиләрдин кәлгәнләр, һәр хил тилда сөзлишидиған қовмлар,
5силәр сүнай, нәй, қалун, лира, зилтар, булман вә башқа һәр хил сазларниң авазини аңлиған һаман, йәргә баш уруп падишаһ Небоқаднәсар орнатқан алтун һәйкәлгә сәҗдә қилиңлар.
6Кимки баш уруп сәҗдә қилмиса, шуан дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлиниду, — дәп җакалиди.
7Шуңа, сүнай, нәй, қалун, лира, зилтар, булман вә башқа һәр хил сазларниң авазини аңлиған һаман һәр қайси әл-жут, һәр қайси таипиләрдин кәлгән, һәр хил тилда сөзлишидиған қовм йәргә баш уруп Небоқаднәсар орнатқан алтун һәйкәлгә сәҗдә қилишти.
8У чағда, бәзи калдийләр алдиға чиқип Йәһудийлар үстидин әрз қилди.
9Улар падишаһ Небоқаднәсарға: — И алийлири, мәңгү яшиғайла!
10Алийлири сүнай, нәй, қалун, лира, зилтар, булман вә башқа һәр хил сазларниң авазини аңлиған һаман һәммәйлән йәргә баш уруп алтун һәйкәлгә сәҗдә қилсун,
11шундақла кимки йәргә баш уруп сәҗдә қилмиса, у дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлансун дәп пәрман қилған едила.
12Сили Бабил өлкисиниң мәмурий ишлирини башқурушқа тайинлиған бир нәччә Йәһудий, йәни Шадрак, Мишак, Әбәднеголар бар; и алийлири, бу адәмләр силигә һөрмәтсизлик қиливатиду. Улар падишаһниң илаһлириниң ибадитидә болмиди яки падишаһ орнатқан алтун һәйкәлгиму сәҗдә қилмайду, — деди.
13Шуни аңлап падишаһ Небоқаднәсар дәрғәзәп болуп, Шадрак, Мишак, Әбәднеголарни өз алдиға кәлтүрүшни әмир қилди. Шуниң билән улар бу үчәйләнни падишаһ алдиға әпкәлди.
14Небоқаднәсар уларға: — Шадрак, Мишак, Әбәдднего, силәр растин мениң илаһлиримниң хизмитидә болмидиңларму һәм мән орнатқан алтун һәйкәлгә сәҗдә қилмидиңларму?
15Һазир силәр сүнай, нәй, қалун, лира, зилтар, булман вә башқа һәр хил сазларниң авазини аңлиған һаман, мән ясатқан һәйкәлгә сәҗдә қилишқа тәйяр турсаңлар, яхши. Лекин сәҗдә қилмисаңлар, силәр дәрһал дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлинисиләр. Шу чағда қандақ илаһ келип силәрни чаңгилимдин қутқузувалидикин, қени?! — деди.
16Шадрак, Мишак, Әбәднеголар падишаһқа җавапән: — И Небоқаднәсар, бу ишта биз өзимизни ақлишимиз һаҗәтсиз.
17Биз сәҗдә қилип келиватқан Худайимиз бизни дәһшәтлик ялқунлап турған хумдандин қутқузалайду; и алийлири, У чоқум өзлириниң илкидин бизни қутқузиду.
18Лекин бизни қутқузмиған тәғдирдиму, алийлиригә мәлум болсунки, биз йәнила илаһлириниң хизмитидә болмаймиз вә сили орнатқан алтун һәйкәлгә сәҗдә қилмаймиз, — деди.

19Буни аңлиған һаман падишаһ Небоқаднәсарниң тәри бузулуп, Шадрак, Мишак, Әбәднеголарға қаттиқ ғәзәпләнди. Шуниң билән адәмлиригә хумданни адәттикидин йәттә һәссә қаттиқ қизитишни буйруди.
20У қошунидики әң қавул палванларға Шадрак, Мишак, Әбәднеголарни бағлап, дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлашни буйруди.
21Шуниң билән улар тонлири, иштанлири, сәллилири вә башқа либас кийимлири селинмиған һалда бағлинип дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташланди.
22Падишаһниң әмриниң қаттиқлиғи билән хумдандики от интайин ялқунлап йенип туратти, шуңлашқа хумдандин чиқиватқан ялқун Шадрак, Мишак, Әбәднеголарни көтәргән әскәрләрни көйдүрүп ташлиди.
23Шундақ қилип Шадрак, Мишак, Әбәднего үчәйлән бағлақлиқ һалда дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға чүшүп кәтти.
24Андин Небоқаднәсар чөчүгән һалда орнидин чачрап туруп, мәслиһәтчи вәзирлиридин: — Биз бағлап от ичигә ташлиғинимиз үч адәм әмәсму? — дәп сориди. — Улар җавапән «Шундақ, и алийлири! — деди.
25Падишаһ җавапән: — Мана, мән төрт адәмниң бағлақсиз һалда от ичидә әркин меңип жүрүватқинини көрүватимәнғу, улар қилчә көйгәндәк әмәс; һәмдә төртинчи киши илаһларниң оғлидәк туриду! — деди.
26Шуниң билән Небоқаднәсар дәһшәтлик ялқунлап турған хумданниң ағзиға йеқин келип: — Шадрак, Мишак, Әбәднего! Һәммидин Алий Илаһниң қуллири, чиқиңлар, маяққа келиңлар! — дәп товлиди. Шуниң билән Шадрак, Мишак вә Әбәднего оттин чиқти.
27Барлиқ вәзирләр, валийлар, һакимлар вә падишаһниң мәслиһәтчи вәзирлири жиғилип келишип бу үчәйләнгә тикилишип қарашти; уларниң қилчә көйгән йери йоқ еди, чач-сақаллириму көймигән, кийим-кечәклириму шу пети еди, үсти-бешидиму ис-түтүнниң пуриғи йоқ еди.
28Небоқаднәсар мундақ деди: — Шадрак, Мишак, Әбәднеголарниң Худасиға шүкүр-саналар болғай! У Өз пәриштисини әвәтип, Өзигә таянған қуллирини қутқузивалди. Улар өзлириниң илаһидин башқа һеч қандақ илаһқа хизмәт қилмаслиқ үчүн вә яки баш уруп сәҗдә қилмаслиқ үчүн, пәқәт өз Худайимизниңла ибадитидә болимиз дәп падишаһниң пәрманиға хилаплиқ қилип һаятини тәвәккул қилди.
29Әнди мән шундақ пәрман чүшүримәнки: Қайси әл-жут болсун, қайси таипиләрдин кәлгән болсун, қайси тилда сөзлишидиғанлар болсун, Шадрак, Мишак, Әбәднеголарниң Худасиға қара чаплайдикән, пүтүн тени қийма-чийма қилинсун, өйлири һаҗәтханиға айландурулсун! Чүнки бундақ қутқузалайдиған башқа илаһ йоқ.
30Шуниң билән падишаһ Шадрак, Мишак, Әбәднего үчәйләнни өстүрүп, Бабил өлкисидә жуқури мәнсәпкә тайинлиди.
31«Мәнки падишаһ Небоқаднәсардин йәр йүзидики һәр бир әл-жутқа, һәр қайси таипиләргә, һәр хил тилларда сөзлишидиған қовмларға аман-есәнлик ешип-тешип турғай!
32Һәммидин Алий Худа маңа көрсәткән аламәтләрни вә карамәтләрни җакалашни лайиқ таптим.
33Униң көрсәткән мөҗизилик аламәтлири немидегән улуқ! Униң карамәтлири немәдегән қалтис! Униң падишаһлиғи пүтмәс-түгимәстүр, Униң һакимлиғи дәвирдин-дәвиргичә давамлишиду!