1Бир күни падишаһ Бәлшазар әмир-есилзадиләрдин миң кишини тәклип қилип катта зияпәт берип, уларниң алдида шарап ичип, әйш-ишрәт кәйпини сүрди.
2Падишаһ Бәлшазар шарапни тетип көрүп, өзи, әмир-есилзадилири, өз хотун-кенизәклириң шарапни атиси Небоқаднәсар Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханидин олҗиға алған алтун-күмүчтин ясалған җам-қачиларда ичишигә шу җам-қачиларни елип чиқишни буйруди.
3Нәвкәрләр дәрһал берип Худаниң Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханисидин елип келингән алтун җам-қачиларни елип чиқти; падишаһниң өзи, әмир-есилзадилири, униң хотунлири вә кенизәклири уларда шарап ичти.
4Улар шарап ичкәч, алтун, күмүч, мис, төмүр, яғач вә ташлардин ясалған бутларни мәдһийиләшти.
5Дәл шу пәйттә адәм қолиниң бәш бармиғи пәйда болуп, чирақданниң удулидики ординиң там сугиқиға хәт йезишқа башлиди. Падишаһ хәт язған қолниң көрүнгән қисмини көрүп,
6чирайи татирип, көңлидә интайин алақзадә болуп кәтти. Пут-қоллири бошишип, путлири титрәп кәтти.
7Падишаһ қаттиқ вақирап, пир-устазлар, калдийләр вә мунәҗҗимларни чақиришни буйруди. Бабилдики данишмәнләр кәлгән һаман падишаһ уларға: — Кимки тамдики бу хәтләрни оқуп мәнисини маңа дәп берәлисә, униңға сөсүн рәңлик бир тон кийгүзүлүп, бойниға алтун зәнҗир есилип, падишаһлиқта үчинчи мәртивә берилиду, — деди.
8Падишаһниң данишмәнлириниң һәммиси ордиға һазир болди; лекин улар нә хәтләрни оқуялмайтти нә падишаһқа мәнисини чүшәндүрүп берәлмәйтти.
9Бәлшазар техиму алақзадә болуп, чирайи техиму татирип кәтти. Әмир-есилзадиләрму қандақ қилишни биләлмәй қалди.
10Падишаһ вә әмир-есилзадиләрниң вақирашқан авазини аңлиған ханиш зияпәт залиға кирип, падишаһқа мундақ деди: — И алийлири, мәңгү яшиғайла! Алақзадә болуп кәтмигәйла, чирайлири татирап кәтмигәй.
11Падишаһлиқлирида бир киши бар, униңда муқәддәс илаһларниң роһи бар, атилири тәхттики вақтида, бу кишидә йоруқлуқ, даналиқ вә әқил-парасәт, йәни илаһларға хас әқил-парасәт намайән қилинған еди. Атилири Небоқаднәсар, йәни падишаһ атилири уни пүтүн рәмчи-палчилар, пир-устазлар, калдийләр вә мунәҗҗимларниң беши қилип тайинлиған.
12Бу кишидә алаһидә бир роһий хусусийәт, билим, һекмәт, чүшләргә тәбир берәләйдиған, тепишмақларни йешәләйдиған вә түгүн-сирларни ачалайдиған қабилийәт бар еди. Шу кишиниң исми Даниял болуп, падишаһ униңға Бәлтәшасар дәпму исим қойған. Шуңа бу Даниял чақиртилсун, у чоқум бу хәтләрниң мәнисини йешип бериду.
13Шуниң билән Даниял падишаһниң алдиға елип келинди, падишаһ Даниялдин: — Падишаһ атам Йәһуда өлкисидин сүргүн қилип кәлгән Йәһудийлар ичидики һелиқи Даниял сәнму? — дәп соривиди,
14— Сән тоғрилиқ хәвирим бар, сәндә муқәддәс илаһларниң роһи, шундақла йоруқлуқ, даналиқ вә алаһидә әқил-парасәт бар екән дәп аңлидим.
15Әнди данишмәнләр вә пир-устазларни тамдики хәтни оқуп, мәнисини маңа чүшәндүрүп бәрсун дәп алдимға чақиртип келинди; лекин бу ишниң сирини һеч қайсиси йешип берәлмиди.
16Бирақ сән тоғрилиқ аңлиғанмәнки, сән сирларни чүшәндүрәләйдикәнсән вә түгүнләрни йешәләйдикәнсән. Әгәр бу хәтләрни оқуп, мәнисини чүшәндүрүп берәлисәң, саңа сөсүн рәңлик тон кийгүзүлиду, бойнуңға алтун зәнҗир есилиду, падишаһлиқта үчинчи дәриҗилик мәртивигә еришисән, — деди.
17Даниял падишаһқа мундақ җавап бәрди: — Алийлириниң инъамлири өзлиридә қалсун, мукапатлирини башқа кишигә бәргәйла. Әндиликтә мән алийлириға бу хәтни оқуп, мәнисини чүшәндүрүп берәй.
18— И алийлири, Һәммидин Алий Худа атилири Небоқаднәсарға падишаһлиқ, улуқлуқ, шан-шәрәп вә һәйвәт бәрди.
19Униңға берилгән улуқлуқтин һәр қайси әл-жут, һәр қайси таипиләр вә һәр хил тилда сөзлишидиған қовмларниң һәммиси униң алдида титрәп қорқуп туратти; у кимни халиса шуни өлтүрәтти, кимни халиса шуни тирик қоятти; кимни халиса шуни мәртивилик қилатти, кимни халиса шуни пәс қилатти.
20Лекин у көңлидә тәкәббурлишип, роһ-қәлбидә мәғрурлинип мүҗәзи тәрсалишип, падишаһлиқ тәхтидин чүшүрүлүп, иззитидин мәһрум қилинди.
21У кишиләр арисидин һайдиветилип, униңға явайи һайванларниң әқли берилди. У явайи ешәкләр билән биллә маканлишип, калилардәк от-чөп йегүзүлди, тени шәбнәмдин чилиқ-чилиқ һөл болуп кәтти, таки у Һәммидин Алий Худаниң инсан падишаһлиғини идарә қилидиғанлиғини вә У падишаһлиқниң һоқуқини Өзи таллиған һәр қандақ кишигә беридиғанлиғини билип йәткичә шу һаләттә болди.
22Әй Бәлшазар, Небоқаднәсарниң оғли туруп өзлири буларниң һәммисидин хәвәрлири болсиму, лекин өзлирини төвән қилмидила.
23Әксичә тәкәббурлишип әрштики Рәбгә қарши турдила. Сили Униң муқәддәс ибадәтханисидин олҗа алған җам-қачиларни елип келип, өзлири, әмир-есилзадилири, өз хотунлири вә кенизәклириму уларда шарап ичтиңлар андин көрмәйдиған, аңлимайдиған вә һеч немини чүшәнмәйдиған алтун, күмүч, мис, төмүр, яғач вә ташлардин ясалған бутларни мәдһийилидилә. Һалбуки, силиниң нәпәслирини Өз қолида тутқан вә силиниң барлиқ һәрикәтлирини Өз илкидә тутқан Худани улуқлимидила.
24Шуңа, Худа бу қолниң көрүнгән қисмини әвәтип бу хәтләрни яздурди.
25Бу хәтләр: «Мене, мене, тәкәл, упһарсин» дегәндин ибарәт.
26Буниң чүшәндүрүлүши: — «Мене» — Худа силиниң падишаһлиқлириниң һесавини қилип, уни аяқлаштурди.
27«Тәкәл» — сили таразида тартиливидила, кам чиқтила.
28«Пәрәс» — падишаһлиқлири парчилинип, Медиалиқлар билән Парсларға тәвә қилинди.
29Шуниң билән Бәлшазар дәрһал нәвкәрлиригә әмир қиливиди, улар Даниялға сөсүн рәңлик тонни кийдүрүп, бойниға алтун зәнҗирни есип қойди; у у тоғрилиқ: «Падишаһлиқ ичидә үчинчи дәриҗилик мәртивигә егә болсун» дәп җакалиди.
30Шу кечә калдийләрниң падишаһи Бәлшазар өлтүрүлди.
31Падишаһлиқ болса Медиалиқ Дариусниң қолиға өтти. У тәхминән атмиш икки яшта еди.