Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Даниял

Даниял 11

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Мән Медиалиқ Дариус падишаһ болған биринчи жилидила, уни мустәһкәмләш һәм күчәйтиш үчүн орнумдин қозғалған едим.
2Әнди мән саңа һәқиқәтни ейтип берәй: — Буниңдин кейин Парсқа йәнә үч падишаһ һөкүмранлиққа чиқиду; кейин төртинчи падишаһ чиқип, башқа падишаһлардинму көптин көп мал-дунияни топлайду; у мал-дуниялиридин қудрәт тепип, һәммә жутларни Гретсийәгә җәң қилишқа қозғайду.
3Униңдин кейин күчлүк бир падишаһ мәйданға чиқиду. У зор падишаһлиқни идарә қилип, немини халиса шуни қилиду.
4Лекин у һоқуқ жүргүзүватқинида, падишаһлиғи парчилинип асманниң төрт шамал тәрипигә бөлүнүп кетиду. Униң тәхтигә әвлатлири варислиқ қилалмайду, кейинки падишаһлиқ у һөкүм сүргән вақтидикидәк күчлүк болмайду; чүнки униң падишаһлиғи ағдурулуп, башқиларға тәвә болуп кетиду.
5Униңдики сәрдарларниң ичидин бири «җәнубий падишаһ» болуп күчийиду; лекин йәнә бир сәрдар униңдинму күчлүк болиду вә өзиниң техиму чоң падишаһлиғини сорайду.
6Бир нәччә жил өткәндин кейин, җәнубий падишаһ шималий падишаһ билән иттипақ түзиду; җәнубий падишаһниң қизи шу иттипақни мустәһкәмләш үчүн шималий падишаһниң йениға бариду. Лекин кейин бу қиз еришкән һоқуқидин мәһрум қилиниду; шималий падишаһ өзиму һоқуқини қолида туталмай, мәзмут туралмайду. Бу қиз вә уни елип кәлгәнләр, униң балиси һәм шу вақитларда уни қоллиғучиларниң һәммисигә сатқунлуқ қилиниду.
7Һалбуки, униң ата җәмәт туққинидин бири қошунниң һоқуқини қолиға елип падишаһ болуп, шималий падишаһниң қорғиниға бесип кирип, уларға қарши һуҗум қилип чоң ғәлибә қилиду.
8У уларниң илаһ-бутлири, қуйма мәбудлири вә бутханилиридики алтун-күмүчтин ясалған җам-қачиларни Мисирға елип кетиду. У бир нәччә жил шималий падишаһдин өзини нери қилиду.
9Шималий падишаһ җәнубий падишаһниң зиминиға бесип кириду, лекин ахири өз жутиға чекиниду.
10Шималий падишаһниң шаһзадилири қозғилип, зор қошун тәшкилләйду. Шаһзадиләрдин бири кәлкүндәк келип җәнупқа бесип кириду. Кейин у йәнә җәң қилип, дүшмән қорғиниғичиму бесип кириду.
11Җәнубий падишаһ қаттиқ ғәзәптә қошун тартип җәңгә атлинип, шималий падишаһқа һуҗум қилиду. Шималий падишаһ зор бир қошунни җәңгә салиду, лекин униң шу зор қошуни мәғлуп болуп әсиргә елиниду.
12Шу зор қошунниң әсиргә елиниши билән җәнубий падишаһ интайин мәғрурлиниду. У түмәнлигән адәмләрни йоқитиду, бирақ униң ғәлибиси узун давамлашмайду.
13Чүнки шималий падишаһ жутиға қайтип, бурунқидинму көп вә күчлүк қошун тәшкилләйду. Бекитилгән жиллар тошқандин кейин у зор қудрәтлик қошунни көп тәминатлар билән қошуп башлап келиду.
14У чағда нурғун кишиләр җәнубий падишаһқа қарши туруп униңға қарши қозғилаң көтириду. И Даниял — сениң хәлқиң ичидики зораванлар мошу ғайипанә аламәттики бешарәтни әмәлгә ашурмақчи болуп, йоғанчилиқ қилиду, лекин улар мәғлуп болиду.
15Шималий падишаһ потәй селип мустәһкәм шәһәрни муһасирә һуҗуми қилип бесивалиду. Җәнупдики күчләр, һәтта әң хил қошунларму бәрдашлиқ берәлмәйду, уларниң қаршилиқ қилғидәк күчи қалмайду.
16Шималдики таҗавузчи болса өзи халиғанчә иш қилиду, униңға һеч ким қаршилиқ қилалмайду. У «гөзәл зимин»ни ишғал қилиду; униң қолида уни вәйран қилғучи күч болиду.
17Шималий падишаһ бәл бағлап падишаһлиғидики барлиқ күчләрни сәпәрвәр қилип Мисирға йол алиду; у Мисир билән әһдә түзиду, өзи әһдидә турғандәк қилиду. Бирақ Мисирниң һакимийитини ағдруруш үчүн у аяллириниң бир қизини Мисир падишаһиға бериду. Лекин қизи атиси тәрәптә турмайду, уни қоллимайду.
18Кейин у деңиз бойидики жутларға һуҗум қилип, нурғун адәмләрни әсиргә алиду. Лекин ят бир сәрдар униң кишиләрни хар қилишлирини чәкләйду вә әксичә, униң бу харлашлирини өзигә яндуриду.

19У өз жутидики қорғанларға чекинип келиду. Лекин ахирида у путлинип йоқилип кетиду.
20Кейин униң орниға йәнә бир падишаһ тәхткә олтириду; у падишаһлиқниң әң шан-шәрәплик җайиға бир залим алваңбегини әвәтиду. Лекин у узун өтмәйла, малиманчилиқму болмай, җәңму болмай өлтүрүлиду».
21— «Шуниңдин кейин пәс бир адәм униң орниға чиқип шималий падишаһлиқни алиду; амма падишаһлиқниң һөрмәт-шөһрити униңға һеч тәвә болмайду, дәп қарилиду; лекин у хәлиқниң асайишлиқ пәйтидин пайдилинип, ялақчилиқ васитилири билән һакимийәтни тартивалиду.
22Зиминиға кәлкүндәк бесип киргән күчләрни у һәм кәлкүндәк һуҗум қилип йоқитиду, шуниңдәк у һәттаки «Худаниң әһдисидә бекитилгән әмир»ниму йоқитиду.
23Шәртнамә түзүш арқилиқ у башқа жутларни алдайду; адәмлири кичик бир қошун болсиму, лекин униң күчи көпийип-көпийип, қудрәт тапиду.
24У халайиқниң асайишлиқ пәйтидин пайдилинип, әң бай өлкиләргә таҗавуз қилип кирип, атилири яки атилириниң атилири зади қилип бақмиған ишларни қилиду, йәни у олҗини, ғәнимәтләрни вә нурғун байлиқларни қол астидикилиригә үләштүрүп бериду; мәлум бир мәзгилгичә қорғанларғиму һуҗум қилиш қәстидә болиду.
25У өз күчини ишқа селип чоң ғәйрәт билән қозғилип, зор қошунни башлап, җәнубий падишаһқа һуҗум қилиду. Җәнубий падишаһму наһайити зор қудрәтлик бир қошун билән җәңгә атлиниду. Лекин җәнубий падишаһ хаинларниң йошурун сүйқәстигә учрап, мувәппәқийәт қазиналмайду.
26Чүнки униң назу-немәтлирини йегәнләр уни жиқитиду. Униң қошуни һәммә йәргә тарқилиду; нурғунлири өлтүрүлиду.
27Кейин, бу икки падишаһ бир-бирини қәстлишип, яман нийәт билән бир дәстиханда тамақ йейишип, бир-биригә ялған гәп қилишиду; лекин бу ишлар һеч кимгә пайда йәткүзмәйду, чүнки бу ишларниң ахири пәқәт бәлгүләнгән вақиттила болиду.
28Шималий падишаһ нурғун мал-мүлүкләрни елип өз жутиға қайтиду. У көңлидә Худаниң хәлқи билән түзгән муқәддәс әһдигә қарши туриду; шуниң билән у әһдигә қарши һәрикәтләрни қилип, андин өз жутиға қайтиду.
29Бәлгүләнгән вақитта шималий падишаһ йәнила җәнупқа таҗавуз қилиду; лекин бу қетимқи әһвал илгәркигә вә йәнә келип әң ахирқи қетимқисидики биләнму охшимайду.
30Чүнки Киттим арилидин чиққан кемиләр һуҗум қилип келиду. Шуңа у дәрд-әләм билән чекиниду вә Худаниң Өз хәлқи билән түзгән муқәддәс әһдисигә қарап интайин ғәзәплиниду, униңға қарши халиқинини қилиду; шундақла чекинип янғанда муқәддәс әһдигә асийлиқ қилғучиларни әтиварлайду.
31Униң тәрипидә турған бир нәччә күчләр қорған болған муқәддәс ибадәтханини булғайду, «күндилик қурбанлиқ»ни әмәлдин қалдуриду вә «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ»ни униң орниға қойиду.   
32У муқәддәс әһдигә хаинлиқ қилғучиларни хушамәт-һейлигәрлик билән чирикләштүриду; лекин өз Худасини дост тутқучи хәлиқ болса қәйсәрлик билән һәрикәт қилиду.
33Хәлиқ ичидики ақиллар нурғун қериндашлириға тәлим йәткүзиду; лекин бир нәччә күнләр уларниң бәзилири қиличта жиқилиду, отта көйдүрүлүп өлтүрүлиду, зинданға чүшиду яки булаң-талаңға учрайду.
34Жиқилған вақитлирида, Худаниң хәлқи азғинә ярдәмгә егә болиду. Амма нурғун кишләр уларниң қатириға хушамәт-һейлигәрлик билән соқунуп кириду.
35Бәзи ақиллар жиқилиду. Лекин уларниң жиқилиши өзлириниң синилиши, тавлиниш-тазилиниши, қиямәт күнигичә паклиниши үчүндур. Чүнки ахирәт Худа бәлгүлигән вақиттила келиду.  
36Шималий падишаһ өз мәйличә қиливериду; у тәкәббурлишип, өзини һәр қандақ илаһлардинму улуқлап үстүн қоюп, һәтта һәммә Илаһларниң Илаһи Болғучиға әҗайип күпүрлүк сөз қилиду; таки Худаниң ғәзиви толуқ төкүлгән күнигичә у давамлиқ зор ронақ тапиду. Чүнки Худаниң бекиткини әмәлгә ашмай қалмайду.

37Бу падишаһ ата-бовилири чоқунған илаһларғиму писәнт қилмайду, аялларғиму һеч қандақ һәвәс қилмайду. Әмәлийәттә у һәр қандақ илаһни һөрмәтлимәйду, чүнки у өзини һәр қандақ илаһтин улуқ дәп қарайду.
38Буларниң орнида у «күчләр илаһи»ни һөрмәтләйду; униң ата-бовилириму әзәлдин чоқунмиған бу илаһни болса у алтун, күмүч, яқут вә башқа қиммәтлик соғатларни тәқдим қилип һөрмәтләйду.
39У әң мустәһкәм қорғанларни шундақ бир ғәйрий илаһқа тайинип егиләйду. Кимки униң һөкүмранлиғиға беқинса, у шуларға шәрәплик мәнсәп бериду, уларни көпчиликни башқуридиған қилиду вә инъам сүпитидә йәр-зиминни тәқсим қилип бериду.
40Ахир заман кәлгәндә, җәнубий падишаһ әскәр чиқирип униңға һуҗум қилиду. Шималий падишаһ җәң һарвулири, атлиқ әскәрләр вә нурғун кемиләр билән қуюндәк униңға қайтурма зәрбә бериду. У барлиқ жутларға таҗавуз қилип, кәлкүндәк тешип кәң йәр-зиминларни басиду.
41У һәтта «гөзәл зимин»ға бесип кириду; нурғун әлләр аздурулуп жиқитилиду. Лекин булар, йәни Едомлар, Моаблар вә Аммонларниң чоңлири униң қолидин қутулуп қалиду.   
42Шималий падишаһ барлиқ дөләтләргә қолини созиду, Мисир зиминиму қечип қутулалмайду.
43У Мисирниң алтун-күмүч байлиқлири вә башқа қиммәт баһалиқ буюмлирини талан-тараҗ қилиду. Ливийәликләр вә Ефиопийиликләр униңға бойсунуп әгишиду.
44Кейин шәриқ вә шималдин кәлгән шәпиләр уни алақзадә қилиду. У техиму дәрғәзәп болуп нурғун кишини қирғинчилиқ қилип өлтүримән дәп җәң қозғайду
45Вә деңизларниң оттурисида, көркәм муқәддәс тағ тәрипигә орда чедирлирини тикиду. Лекин униң әҗили шу йәрдә тошиду вә һеч ким уни қутқузмайду».