15Шундақ болдики, Гидеон бу чүшни вә униң берилгән тәбирини аңлап, сәҗдә қилди. Андин у Исраилниң ләшкәргаһиға йенип келип: — Қопуңлар, Пәрвәрдигар Мидиянниң ләшкәргаһини қолуңларға тапшурди, — деди;
16шуниң билән у бу үч йүз адәмни үч гуруппиға бөлүп, һәммисиниң қолиға бирдин канай билән бирдин қуруқ комзәкни бәрди; һәр бир комзәк ичидә бирдин мәшъәл қоюлди.
17У уларға: — Силәр маңа қарап, мениң қилғинимдәк қилиңлар. Мана, мән ләшкәргаһниң қешиға барғанда, немә қилсам, силәрму шуни қилиңлар;