2(у Исраилларниң әвлатлирини, болупму җәң-урушларни көрүп бақмиғанларни пәқәт җәңни өгүнсун дәп қалдурған еди): —
3— улар Филистийләрниң бәш әмирлиги, барлиқ Ⱪананийлар, Зидонлуқлар вә Баал-Һәрмон теғидин тартип Хамат еғизиғичә Ливан тағлиғида туруватқан Һивийлар еди;
4Уларни қалдуруп қоюштики мәхсити Исраилни синаш, йәни уларниң Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән ата-бовилириға буйруған әмирлирини тутидиған- тутмайдиғанлиғини билиш үчүн еди.
5Шуниң билән Исраиллар Ⱪананийлар, йәни Һиттийлар, Аморийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийлар арисида турди;