3Тойда шарап түгәп қалғанда, Әйсаниң аниси униңға: — Уларниң шараплири түгәп қапту, — деди.
4Әйса униңға: — Ханим, мениң сән билән немә карим? Мениң вақти-саитим техи кәлмиди, — деди.
5Аниси чакарларға: — У силәргә немә қил десә, шуни қилиңлар, — деди.
6Әнди шу йәрдә Йәһудийларниң таһарәт адити бойичә ишлитилидиған, һәр биригә икки-үч туңдин су сиғидиған алтә таш күп қоюлған еди.
7Әйса чакарларға: — Күпләргә су толдуруңлар, — деди. Улар күпләрни ағзиғичә толдурушти.
8Андин у уларға йәнә: — Әнди буниңдин усуп той башқурғучиға бериңлар, — деди. Улар уни апирип бәрди.