Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 10

Юһанна 10:16-29

Help us?
Click on verse(s) to share them!
16Бу қотандин болмиған башқа қойлиримму бар. Уларниму елип башлишим керәк вә уларму авазимни аңлайду; шуниң билән бир пада болиду, шундақла уларниң бир падичиси болиду.  
17Ата мени шу сәвәптин сөйидуки, мән җенимни қайтурувелишим үчүн уни пида қилимән.
18Җенимни һеч ким мәндин алалмайду, мән уни өз ихтиярим билән пида қилимән. Мән уни пида қилишқа һоқуқлуқмән вә шундақла уни қайтурувелишқиму һоқуқлуқмән; бу әмирни Атамдин тапшурувалғанмән.
19Бу сөзләр түпәйлидин Йәһудийлар арисида йәнә бөлүнүш пәйда болди.
20Улардин көп адәмләр: — Униңға җин чаплишипту, у җөйлүватиду, немә үчүн униң сөзигә қулақ салғидәксиләр? — дейишти.
21Йәнә бәзиләр болса: — Җин чаплашқан адәмниң сөзлири бундақ болмайду. Җин қандақму қариғуларниң көзлирини ачалисун?! — дейишти.
22Қиш пәсли болуп, Йерусалимда «Қайта беғишлаш һейти» өткүзүлүвататти.
23Әйса ибадәтханидики «Сулайманниң пешайвини»да айлинип жүрәтти.
24Йәһудийлар униң әтрапиға олишивелип: — Бизни қачанғичә тит-тит қилип тутуқлуқта қалдурмақчисән? Әгәр Мәсиһ болсаң, бизгә очуғини ейт, — дейишти.
25Әйса мундақ җавап бәрди: — Мән силәргә ейттим, лекин ишәнмәйсиләр. Атамниң нами билән қилған әмәллиримниң өзи маңа гувалиқ бериду.
26Бирақ мән силәргә ейтқинимдәк, силәр етиқат қилмидиңлар, чүнки мениң қойлиримдин әмәссиләр.
27Мениң қойлирим мениң авазимни аңлайду, мән уларни тонуймән вә улар маңа әгишиду.
28Мән уларға мәңгүлүк һаят ата қилимән; улар әсла һалак болмайду. Һеч ким уларни қолумдин тартивалалмайду.
29Уларни маңа тәқдим қилған атам һәммидин үстүндур вә һеч ким уларни атамниң қолидин тартивалалмайду.

Read Юһанна 10Юһанна 10
Compare Юһанна 10:16-29Юһанна 10:16-29