Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 7

Росулларниң паалийәтлири 7:6-29

Help us?
Click on verse(s) to share them!
6Андин Худа униңға мундақ деди: «Сениң нәсиллириң яқа жутта мусапир болуп туриду, шу жуттикиләр уларни қул қилип төрт йүз жил хорлайду.
7Бирақ уларни қуллуққа салған әлни җазалаймән», деди Худа, «вә униңдин кейин, нәсиллириң у йәрдин чиқип, бу йәрдә Мениң ибадәт-хизмитимдә болиду».  
8Кейин Худа Ибраһим билән бәлгүси хәтнә болған әһдини түзгән, шуниң билән Исһақ униңдин төрәлди; Ибраһим уни сәккизинчи күни хәтнә қилди; шундақ қилип Исһақтин Яқуп төрәлди, Яқуптин он икки «қәбилә атиси» төрәлди.  
9Кейин, «қәбилә атилири» иниси Йүсүпкә һәсәт қилип, уни Мисирға қуллуққа сетивәтти. Лекин Худа униң билән биллә болуп,   
10уни барлиқ җәбир-җапалардин қутқузуп, уни Мисир падишаһи Пирәвнниң нәзиридә илтипатқа егә қилип, униңға данишмәнлик ата қилди. Падишаһ уни Мисирға баш вәзир, ордисиға баш ғоҗидар қилди.
11Кейин, еғир ачарчилиқ пүткүл Мисир вә Қанаан йәрлирини бесип, зор қийинчилиқ болди. Ата-бовилиримиз озуқ-түлүк тапалмиди.
12Яқуп әнди Мисирда ашлиқ барлиғини аңлиған болуп, оғуллирини, йәни ата-бовилиримизни у йәргә биринчи қетим әвәтти.   
13Иккинчи қетим барғанда, Йүсүп акилириға өзини ашкарилиди. Шуниң билән Йүсүпниң җәмәтидикиләр Пирәвн падишаһға мәлум болди.   
14Андин Йүсүп атиси Яқупниң алдиға хәвәр йәткүзүп, уни пүтүн аилә-җәмәти билән, җәмий йәтмиш бәш кишини Мисирға өзигә чақирди.
15Шуниң билән Яқуп Мисирға чүшти вә шу йәрдә өлди; кейин униңдин болған ата-бовилиримизму шу йәрдә өлди.
16Уларниң җәсәтлири кейин Шәкәм шәһиригә қайтурулуп, Ибраһим бурун Һаморниң оғуллиридин мәлум пулға сетивалған, Шәкәмдики бир йәрликкә қоюлди.  
17Лекин Худа Ибраһимға әсли қилған вәдиниң вақти йеқинлашқанда, Мисирда туруватқан Исраил хәлқиниң нопуси хелә көпәйгән еди.   
18У вақитта, Йүсүптин хәвири болмиған йеңи бир падишаһ Мисирда тәхткә чиқти.
19Бу падишаһ қовмимизға һейлә-микирләр билән муамилә қилип, ата-бовилиримизни езип хорлиди, һәтта уларни өз бовақлирини һаят қалдурмаслиғи үчүн ташливетишкә мәҗбур қилди.
20Муса мана шу чағларда туғулған еди. У Худаниң алдида алаһидә йеқимлиқ бала болуп, атисиниң өйидә үч ай беқилди.   
21Кейин у сиртқа қоюп қоюлғанда, Пирәвнниң қизи уни судин елип, өз оғли қилип чоң қилди.
22Муса Мисирлиқларниң барлиқ билим-һекмити билән тәрбийилинип, сөздә вә әмәлдә интайин қабилийәтлик адәм болуп чиқти.
23Лекин униң туғулғиниға қириқ жил тошқанда, өз қериндашлири болған Исраилларниң һалиға йетиш нийитигә кәлди.   
24У улардин бириниң угал қилинип бозәк қилиниватқанлиғини көрүп, уни қоғдап, харланған киши үчүн интиқам елип харлиғучи Мисирлиқни өлтүрди.
25Чүнки у өз қериндашлирини: — Худа мениң қолум арқилиқ бизгә қутқузуш йолини ачқан дәп чүшинидиғу, дәп ойлиған еди. Лекин улар буни чүшәнмиди.
26Әтиси, Муса уларниң арисидики бир уруш-җедәлни көрүп, арисиға кирип яраштурмақчи болуп: Силәр қериндаш туруп, немишкә бир-бириңларға йолсизлиқ қиливатисиләр? — деди.
27Бирақ қериндишини йолсиз бозәк қилған киши уни чәткә иштириветип: — Ким сени бизгә баш һәм сорақчи болсун дәпту?!
28Мениму түнүгүнки Мисирлиқни өлтүргәндәк өлтүрмәкчимусән? — деди.
29Муса бу сөзни аңлап қорқуп, Мисирдин қечип Мидиян зиминиға берип, у йәрдә мусапир болуп туруп қалди. У шу йәрдә икки оғул пәрсәнд көрди.

Read Росулларниң паалийәтлири 7Росулларниң паалийәтлири 7
Compare Росулларниң паалийәтлири 7:6-29Росулларниң паалийәтлири 7:6-29