Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 6

Росулларниң паалийәтлири 6:2-11

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Шуңа, он иккилән пүткүл мухлисларни чақирип жиғип, уларға мундақ деди: — Бизниң Худаниң сөз-каламини йәткүзүш хизмитини ташлап қоюп, озуқ-түлүк тәқсим қилиш билән болуп кетишимиз тоғра болмайду.  
3Шуниң үчүн, и қериндашлар, араңлардики нам-абройи бар, Муқәддәс Роһқа вә даналиққа толған йәттә кишини илғап таллаңлар, вә биз уларни бу ишқа мәсул қилимиз.
4Биз болсақ, өзимизни дуа қилиш вә сөз-каламниң хизмитидә болушқа беғишлаймиз.
5Бу мәслиһәт халайиқниң һәммисини хуш қилди. Шуниң билән улар иман-ишәшкә вә роһқа толған Истипан исимлиқ бир адәмни таллиди, вә йәнә Филип, Прокорус, Никанор, Тимон, Парменас һәмдә бурун Тәврат етиқатиға киргән Антакялиқ Николасни таллап,
6уларни расулларниң алдиға елип чиқти. Расуллар уларниң бу хизмәтни қилиши үчүн қоллирини уларниң үстигә тәккүзүп туруп, дуа қилишти.  
7Вә Худаниң сөз-калами давамлиқ тарқалди; Йерусалимдики мухлисларниң саниму барғансери зор дәриҗидә көпәйди. Нурғун каһинларму Мәсиһ етиқатиға итаәт қилишқа киришивататти.  
8Вә Истипан Худаниң меһри-шәпқити вә күч-қудритигә толған болуп, хәлиқ ичидә карамәтләр вә зор мөҗизилик аламәтләрни көрсәтти.
9Бирақ «Қуллуқтин чиққан һөрләр» дәп аталған синагогтики бәзиләр, йәни Курини вә Искәндәрийә шәһәрлири вә Киликийә һәм Асия өлкилиридин кәлгән бәзи Йәһудийлар Истипанға қарши чиқип, униң билән муназирә қилишқа башлиди.
10Лекин улар у сөз қилғанда униңда болған даналиқ вә роһқа тақабил турушқа амалсиз қалди.
11Буниң билән улар бәзи адәмләрниң ағзини майлап: — Биз бу адәмниң Муса вә Худаға қарита күпүрлүк сөзлигәнлигини аңлидуқ, — дегәнни уларниң ағзиға салди.

Read Росулларниң паалийәтлири 6Росулларниң паалийәтлири 6
Compare Росулларниң паалийәтлири 6:2-11Росулларниң паалийәтлири 6:2-11