Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 21

Росулларниң паалийәтлири 21:12-17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
12Буларни аңлап, һәм биз һәм шу йәрлик кишиләр билән бирликтә Павлустин Йерусалимға бармиғин дәп өтүндуқ.
13Лекин Павлус җавапән: — Силәр немишкә бунчивала жиғлап, жүригимни езисиләр? Мән Йерусалимда Рәб Әйсаниң нами үчүн тутқун болушла әмәс, шу йәрдә өлүшкиму тәйярмән, — деди.
14Биз уни қайил қилалмай, ахирида сүкүт қилип: — Рәбниң ирадиси ада қилинсун! — дедуқ.
15Бу күнләрдин кейин, жүк-тақимизни жиғиштуруп, Йерусалимға чиқип бардуқ.
16Қәйсәрийәлик мухлислардин бир нәччиси биз билән сәпәрдаш болди; улар Минасон исимлиқ бир кишиниң өйидә қонимиз дәп уни биргә елип маңди; бу киши Сипруслуқ, қери мухлис еди.
17Йерусалимға йәткәндә қериндашлар бизни хошаллиқ билән қарши алди.

Read Росулларниң паалийәтлири 21Росулларниң паалийәтлири 21
Compare Росулларниң паалийәтлири 21:12-17Росулларниң паалийәтлири 21:12-17